Данийәдә өткүзүлгән илмий муһакимә йиғиниға уйғурларму қатнашти
2016.08.25
8-Айниң 21-күндин 24-күнигичә данийә пайтәхти копенһагенда “хитай йоли тәтқиқат җәмийити” тәрипидин 3-нөвәтлик хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлгән. Бу йиғинға уйғурларға вакалитән д у қ баш катипи долқун әйса вә қурултай баянатчиси дилшат ришитлар қатнашқан.
Йиғинға уйғурлар вә моңғуллар билән биргә көп санда хитай демократлири иштирак қилған.
Йиғинниң темиси “тәйвән демократийиси вә униң хитай чоң қуруқлуқиға болған тәсири” дин ибарәт болуп, 3 күнлүк бу йиғинда хитайниң демократийилишиш мәсилиси асаслиқ муһакимә обйекти болған.
Уйғурларға сөз нөвити кәлгәндә, долқун әйса әпәнди хитай йеңидин йолға қойған “терроризмға қарши туруш қануни вә буниң шәрқий түркистанда тәтбиқ қилиниши” дегән темида нутуқ сөзлигән.
Д у қ баянатчиси дилшат ришит йиғинда сөз елип, уйғурларниң муһаҗирәттики һәқлиқ дәвасини вә уйғур елидә елип бериливатқан түрлүк муҗадилиләрни, алди билән бу йиғинға қатнашқанлар, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан хитай демократлириниң тоғра тонуши керәклики һәмдә хитай хәлқигә тәшвиқ қилиши лазимлиқини оттуриға қойған.
Бу қетимқи йиғинға қатнашқан “моңғулийә хәлқ партийиси” ниң рәиси тәмсилто әпәндиму зияритимизни қобул қилғанда, мәзкур йиғинға иштирак қилған хитай демократлириға уйғур, тибәт, моңғул хәлқлириниң мустәқиллиқ күрәшлирини етирап қилиши лазимлиқини йиғинда тәкрар оттуриға қойғанлиқини тилға алди. У мундақ дәйду: “әгәр чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан хитай демократлири һәқиқий демократлар болса, алди билән уйғур, моңғул, тибәт хәлқлириниң мустәқиллиқ ирадисигә һөрмәт қилиши вә уни етирап қилиши керәк. Ундақ болмайдикән, компартийигә бирликтә қарши туруш қуруқ давраң болуп қалиду.”
Долқун әйса әпәндиму тәмсилто билән охшаш қарашни тәкитлигән, йәни хитай демократлириниң алди билән уйғур, тибәт, моңғул хәлқлириниң мустәқиллиқ ирадисигә һөрмәт қилиши лазимлиқини сөз беши қилған.
Дилшат ришит сөзидә йәнә, хитайлар билән демократийә байриқи астида йиғилишниң алдинқи шәртиниң уйғур, тибәт, моңғул хәлқлириниң ирадисини етирап қилишни асас қилидиғанлиқини тәкитлигән һәмдә компартийигә бирликтә қарши турушниң даирисини хәлқаралаштурушни тәшәббус қилған.
Баһ штаби германийәдики “җәнубий моңғулийә хәлқ партийиси” ниң рәиси тәмсилто мундақ дәйду: “хитайлар бизниң ирадимизгә һөрмәт қиламду-қилмамду, бу башқа мәсилә. Әмма уйғур, моңғул, тибәт хәлқлириниң сиясий муҗадилисини қиливатқанларниң хитай демократлириға вә хәлқигә өз милләтлириниң миллий ирадисини җакарлаш муһим бир мәҗбурийәт.”