Хитай һөкүмити динға етиқад қилидиған аммидин қаттиқ әндишә қилмақта
2017.07.19
Хитай дөләтлик диний ишлар идарисиниң башлиқи ваң зоән шәнбә күни қилған бир сөзидә, хитайдики компартийә әзалириниң динға етиқад қилиштин ваз кечиши керәкликини тәкитләп, буниңға қарши чиққанларниң партийә ичидә җазалинидиғанлиқини билдүргән. Ваң зоәнниң бу сөзи хәлқарадики күзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Улар хитай һөкүмитиниң дини чәклимә сиясәтлири уйғур ели вә тибәтләрдә аллиқачан мәвҗут әһвал болсиму, йеқинқи йиллардин буян бесимниң хитай миқясида омумлишиватқанлиқини билдүрүп, буниң сәвәблирини мулаһизә қилди.
Хитай компартийиси пүтүн күчи билән хитайда йиллардин бери марксизм вә мав зедоң идийәсини тәрғиб қилип, атеизмни йәни динсизлиқни тәшвиқ қилип кәлгән иди. Әмма кейинки йилларда хитайда христиан вә католик динлириниң кәң тарқилишиға әгишип, бу динларниң муритлириниң шиддәт билән көпийиватқан болуп, бу вәзийәтниң хитай һөкүмитини әндишигә селиватқанлиқи мәлум. 15 Июл күни хитай дөләтлик дини ишлар идариси башлиқи ваң зоән хитай компартийәси мәркизий партийә мәктипиниң башқурушидики “өгиниш гезити” дә бир мақалә елан қилип, партийә әзалирини дини етиқад мәсилисидә қаттиқ агаһландурған. У, партийә әзалириниң динға етиқад қилмаслиқи керәкликини әскәртип “партийә әзалири чоқум марксизм идийисидә чиң туруп, партийә низамиға әмәл қилип, партийигә садиқ болуши керәк. Партийә әзалириниң қиммәт қарашлирини вә етиқадни диндин издишигә йол қоюлмаслиқи керәк. Динға етиқад қилидиған кадирлар етиқадидин ваз кечиши керәк. Қарши чиққучилар болса партийә тәшкилати тәрипидин җазалиниду.” дәп язған.
Униң юқиридики бу сөзлири бүгүн хитайниң “йәр шари вақти гезити” тәрипидин елан қилинғандин кейин хәлқарадики күзәткүчиләрниңму диққитини қозғиди. Америкидики җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертсниң қаришичә, гәрчә хитай һөкүмитиниң дини чәклимә сиясити уйғур елигә охшаш җайлар үчүн йеңи бир әһвал болмисиму, әмма бу чәклиминиң пүтүн мәмликәт миқясиға кеңийидиғанлиқидин дерәк беридикән. У мундақ деди:
-Ши җинпиң һөкүмити кишиләрниң садақити вә идийисигә алаһидә диққәт қилип кәлди. Әслидә хитай һөкүмити кишиләрниң дини етиқадини бәзи җайларда ғәйрий рәсмий шәкилдә контрол қилип кәлгән. Болупму уйғур ели буниң типик мисали. Уйғур елидики кадирлар динға ишәнмәслик һәққидә наһайити еғир бесимларға учримақта. Шуңа бу җәһәттин қариғанда юқиридики ваң зоәнниң сөзи бир йеңилиқ болмисиму, әмма у ениқла партийиниң бу бесиминиң башқа җайларғиму кеңийидиғанлиқидин дерәк бериду.
Мәлум болушичә, хитайда һазир христиан вә католик диниға етиқад қилидиғанларниң сани 80 милйон әтрапида болуп, бир қисим көзәткүчиләр хитайдики христиан муртлирниң һазирқи көпийиш нисбити бойичә алғанда 2030-йилиға барғанда бу рәқәмниң 250 милйонға йетидиғанлиқини вә буниң билән хитайниң дунядики христиан дини муритлири әң көп дөләткә айлинидиғанлиқини мөлчәрлимәктикән. Хитай дөләтлик дини ишлар идарисиниң башлиқи ваң зоән өткән йил қилған бир сөзидиму мушу һәқтә тохтилип “илгири хитайда динға етиқад қилидиғанлар ичидә яшанғанлар, аяллар, йеза аһалилири, төвән киримликләр вә мәдәнийәт сәвийиси төвәнләр көп санни игиләйтти. Һазир әһвал өзгәрди. Нөвәттә динға етиқад қилидиғанлар ичидә яшлар, шәһәр аһалилири, юқири киримликләр вә юқири оқуш тарихиға игә кишиләр шиддәт билән көпәймәктә,” дегән иди. Мәлум болушичә, хитайда христиан муритлиридин сирт йәнә, тибәт буддизимиға етиқад қилидиған хитайларму көпийиш билән биргә, уйғурлар, туңганлар вә башқа ислам диниға етиқад қилидиған милләтләрдә диний етиқадини күчәйтиш ирадисиниң чиңийип бериватқанлиқиму хитай компартийәсиниң диққитини қозғимақтикән. Америка-уйғур бирләшмиси рәиси, вәзийәт анализчиси елшат һәсән әпәнди бу вәзийәтниң аллиқачан өзигә ишәнчини йоқатқан хитай һөкүмитини әндишигә селиватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң партийилик кадирларниң динға ишинишини чәкләш һәрикәтлири уйғур елидә интайин қаттиқ елип берилған болуп, буниң әң типик мисали хотән наһийә бузақ йеза азнабазар кәнтиниң партийә секретари җелил мәтниязниң диний затларниң алдида тамака чекиштин әймәнгәнлики үчүн “сиясий мәйдани турақлиқ әмәс” дегән сәвәб билән вәзиписидин елип ташлиниши болуп һесаблиниду. Хотән наһийисидә йәнә партийилик кадирларниң мейит намизиға беришиму “дини паалийәткә қатнашқанлиқ” дәп қарилип чәкләнгәнлики мәлум болған иди. Буниңдин сирт, қорғас наһийисидики ичигашән шибә йезисида олтурушлуқ бир туңган партийә әзасиниң җүмә намизиға барғанлиқи үчүн партийидин чиқирилиши, санҗи областидики бир қисим қазақ имамларниң тутқун қилинишиму уйғур елидики диққәт қозғайдиған әһвалларниң бири болуп, көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң динға қарита омумйүзлүк җәң елан қиливатқанлиқини билдүрмәктә. Хитай мәркизи партийә мәктипиниң профессори су вейниң йәр шари вақти гезитигә қилған сөзиму юқиридики қарашни тоғрилап бәрмәктә. Сувей сөзидә, “бир қисим ғәрб күчлири христиан дини вә ислам диниға охшаш икки йәрлик болмиған динни җуңгода кәң омумлаштуруш арқилиқ өзиниң сиясий қаришини яймақчи болуватиду, шуңа бәзи дини докторинлар чоқум җуңгочә қиммәт қаришиға маслаштурулуши керәк” дәп әскәрткән. У болупму ниңшя хуй аптоном райони, шинҗаң уйғур аптоном райони, гәнсу өлкиси вә тибәт аптоном районлирида партийилик кадирларниң динға етиқад қилиш мәсилисини һәл қилиш үчүн көп күч кетидиғанлиқини ейтқан.
Шан робертс әпәнди хитай һөкүмитиниң юқиридики районларға мәркәзлишишидики сәвәбни партийиниң бөлгүнчилик билән динни бир, дәп қариши билән мунасивәтлик дәйду. У мундақ деди:
Хитай һөкүмити бөлгүнчилик әһваллири мәвҗут районлардики бу вәзийәтни уларниң бәкрәк диндар болғанлиқидин дәп қарайду. Шуңа хитай һөкүмитиниң юқиридики районларни алаһидә тилға елиши һәйран қаларлиқ әмәс, чүнки улар әзәлдин дин билән бөлгүнчилик һәрикәтлирини бир-биригә бағлап кәлгән. Әмма шуниң билән бир вақитта хитай һөкүмитиниң ниңшядики хуй мусулманлириға қаратқан тәқиб вә чәклимисини ашуруватқанлиқи һәм шундақла уйғур елидики қазақларниңму дини паалийәтлириниң бесимға учраватқанлиқи һәққидики хәвәрләр көпийишкә башлиди. Хитай һөкүмити һазир пәқәтла уйғурларнила нишан қилмайватқанлиқи ениқ. Мана булар бизгә һөкүмәтниң ислам дини һәққидики көз қаришини ипадиләп бериду.
Дөләтлик дини ишлар идариси башлиқи ваң зоән сөзидә йәнә “биз чоқум динни җуңгочилаштуруп, дини гуруппиларниң вә шәхсләрни сотсиялистик мәркизи идийә вә әнәниви җуңго мәдәнийити билән йетәклишимиз керәк” дегән болуп, бүгүн хитай хәвәрләр торида елан қилинған бир рәсимдә хотәндики бир мәсчиткә есилған “ислам динини җуңгочилаштурушни паал илгири сүрәйли” дегән лозунка есилғанлиқи көрүлгән болуп, бу юқиридики ваң зоәнниң сөзлириниң уйғур елидә аллиқачан иҗра қилиниватқанлиқини көрситип бәргән иди. Елшат һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң бу арқилиқ уйғур елидә мутләқ контроллуқни қолға кәлтүрмәкчи болуватқанлиқини билдүрди.