Хитай “интернет бихәтәрликигә тәһдит” пәйда қилған 15 миң кишини тутқан
2015.08.18
Бүгүн хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи баянат елан қилип, хитайда “интернетни тазилаш” һәрикити башлиғандин буян “тор бихәтәрликигә” хилаплиқ қилған 15 миң нәпәр кишиниң қолға елинғанлиқини билдүрди.
Елан қилинған баянатта, қолға елинғанларниң конкрет немә җинайәт билән қолға елинғанлиқи тилға елинмиған. Бирақ көзәткүчиләр ши җинпиң һөкүмитиниң асаслиқ күчини интернеттики сөз-пикир әркинликини чәкләшкә қаратқанлиқини билдүрмәктә.
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян интернетқа қаратқан контролини мислисиз күчәйтип, интернет башқурушқа аит түрлүк қаидә-қанунларни йолға қойди. Сәйшәнбә күни хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи елан қилған баянаттин қариғанда, хитай сақчи даирилири хитай миқяси бойичә 66 миң тор бәт үстидин тәкшүрүш елип берип, 7400 җинайәт делоси турғузған вә бу интернет бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилиш җинайити билән җәмий 15 миң кишини қолға алған.
Җамаәт хәвпсизлик министирлиқи өткән айдин башлап “интернетни тазилаш” намидики 6 айлиқ бир һәрикәтни башлиған иди, әмма бу қетим қолға елинғанларға аит бәзи даваларниң вақти өткән йили декабирға тутишидикән.
Игилинишичә, даириләр бу қетимлиқ тор тазилаш һәрикитидә “қанунсиз вә зиянлиқ учурларни тарқатқанлар вә шундақла сериқ мәзмунлар, тор қимарханиси, тор арқилиқ қорал вә партлатқуч сатқанлар” тутқун қилинғанлиқини билдүргән. Хитай даирилири юқиридики қанунсиз вә зиянлиқ учурларни тарқатқанлар дегән сөзигә очуқ ениқлима бәрмигән болсиму, әмма хәлқара мәтбуатлар буниң хитай компартийисиниң һакимийитигә тәһдит, дәп қаралған һәрқандақ учур вә уни тарқатқучини ипадиләйдиғанлиқини билдүрди. Буниң әң йеқинқи мисали болса тйәнҗиндики партлаш вәқәсидин кейин интернетта вәқәгә аит рәсим-видеоларниң вә бу һәқтики муназириләрниң өчүрүлүшидур.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тйәнҗин даирилири бир әр кишини “интернетта тйәнҗиндики партлашта өлгәнләрниң санини мубалиғиләштүрүп хәвәр тарқатти” дегән җинайәт билән қолға алған.
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи бүгүнки баянатида әскәртип “җамаәт хәвпсизлик органлири бундин кейин тор җинайәтлирини тәкшүрүш вә уни йоқитишқа қаратқан күчини техиму ашуриду, тор җинайәт гуруһлирини тармар қилиду” дегән. Дәрвәқә, баянат елан қилинған охшаш күндә хитайда паалийәт көрситиватқан бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вә актиплириниң тор бәтлириниң һуҗумға учриғанлиқи мәлум болди. Хитайдики тйәнәнмен оқуғучилар вәқәсиниң зиянкәшликигә учриғанларниң вә хитайдики башқа әрздарларниң авази болуп, уларниң мәсилилирини ашкарилап келиватқан “тйәнваң” намлиқ тор бәт қурғучисиниң хуаңчиниң бүгүн истансимизға билдүрүшичә, уларниң тор бети сәйшәнбә күни әтигәндин буян паләч һалға чүшүп қалған. Интернеттики барлиқ йолланмилири өчүрүветилгән, хитайда ечилиши чәкләнгән фейисбук вә гугулға йоллиған учурлиму өчүрүветилгән. Хуаңчиниң билдүрүшичә, бу йил киргәндин буян бу уларниң тор бетиниң 20-қетим һуҗумға учриши икән. Хитайдики әмәлдарлар арисидики чирикликни паш қилип келиватқан “җуңго көзәткүчиләр вә җамаәт пикри” тор бетиниң истансимизға билдүрүшичә, уларниң торға әнгә алдуруш номуриму инавәтсиз қиливетилгән. Һазир тор бәтни ечиш мумкин әмәс икән. Тәшкилат мәсули ли шинде сөзидә мушу йил ичидә тор бәтниң интернеттики саһә намини 50-60 қетим өзгәртип болғанлиқини инкас қилған.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики тор бәт вә тор бәт қолланғучилириға қаратқан қамали техиму еғир. Техи өткән һәптә йәни, 6-авғуст пәйшәнбә күни уйғур аптоном район даирилири “шинҗаң интернет тори қанунсиз вә начар учурларни паш қилиш суписи” ниң рәсмий ечилғанлиқини елан қилди. Бу арқилиқ даириләр кишиләрниң телефон, үндидар, микробилог қатарлиқ көп хил шәкилләр арқилиқ тордики аталмиш “зиянлиқ учурларни” паш қилса болидиғанлиқини, тор сақчилириниң паш қилинған әһваллар арқилиқ “торда дөләт бихәтәрлики, милләтләр арисидики мунасивәткә бузғунчилиқ қилидиған, радикал диний әқидиләрни тарқитидиған учурларни йоллиғанларни қанун бойичә бир тәрәп қилидиған” лиқини уқтурди. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди бу һәқтики баянатида, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики интернетқа қаратқан қамалиниң әң еғирлиқини вә буниң асаслиқ мәқситиниң пәқәт районниң әмәлийитиниң, йүз бәргән вәқәләрниң әсли маһийитиниң хәлқараға ашкарилинип кетишиниң алдини елиш икәнликини ейтти.
2009-Йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин қолға елинған тор бәт башқурғучилири, тор бәт қолланғучилири, язғучилири вә униңдин башқа йәнә йеқинқи йиллардин буян “интернетта қанунсиз дини материялларни тарқитиш, көрүш, сақлаш” дегәндәк җинайәт билән һәм шундақла йүз бәргән вәқәләрни торда ашкарилиғанлиқи үчүн қолға елинғанларниң саниниң нәччә йүздин ашидиғанлиқи билдүрүлмәктә. Көзәткүчиләр әгәр хитайда “тор бихәтәрлики қанун лайиһиси” мақулланған тәқдирдә буниң кишиләрниң сөз-пикир әркинликини техиму илгириләп боғушидин әндишә қилмақта.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия ишлири директори николас бикулин бу һәқтә ройтерсқа билдүргән ипадисидә, бу лайиһәниң 50-маддисиниң әгәр тасадипий әһваллар йүз бәргәндә даириләргә интернет торини кесиш һоқуқи беридиғанлиқини әскәртип, “қанун мақулланған тәқдирдә, бундин кейин 2009-йили үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур елидә интернетниң 10 ай бойичә кесиветилишидәк вәқәләр хитайда қанунлуқ һесаблиниду” дегән.