Инсан һәқлири тәшкилатлири мәркилдин хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисини ашкара сөзлишишни тәләп қилди
2015.10.28

Германийә баш министири анҗила мәркил 28-өктәбир хитай зияритини башлаштин илгири бир қисим инсан һәқлири тәшкилатлири баянатлар елан қилип, мәркилниң хитай рәһбәрлири билән кишилик һоқуқ мәсилисидә ашкара сөзлишишини тәләп қилди.
Германийә ахбарат васитилириниң 28-өктәбирдики хәвәрлиридә баян қилинишичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, чеграсиз мухбирлар тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати қатарлиқ инсан һәқлири тәшкилатлири германийә баш министири анҗила мәркил 28-өктәбир хитай зияритини башлаштин илгири униңға хәт йезип яки баянатлар елан қилип, мәркилдин хитай зиярити мәзгилидә ши җинпиң билән кишилик һоқуқ мәсилисини ашкара сөзлишишни тәләп қилған.
Германийә долқунлириниң 28-өктәбир хәвәрлиридә тилға елинишичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати германийә тармиқиниң катипи сәлмин калискан баш министир мәркилгә қарита чақириқ елан қилип, хитай дөләт рәһбәрлири билән кишилик һоқуқ мәсилисини ашкара сөзлишишни тәләп қилған. Чақириқта ши җинпиң тәхткә чиққан 2013-йилидин буян хитайда кишилик һоқуқниң йәниму еғир чәклимә вә бесимға учриғанлиқи, һелиму 200 дин артуқ адвокат вә кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң түрмидә йетиватқанлиқи, тор қамалиниң күчәйгәнлики, бейҗиң даирилириниң бир қисим өктичи күчләргә кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилидиған һәрикәтләр билән муамилә қиливатқанлиқи тилға елинған. Чақириқта “әгәр кишиләр хитайни дунядики чоң дөләт дәп етирап қилмақчи болса, алди билән униң кишилик һоқуқ мәсилисини қандақ бир тәрәп қиливатқанлиқини көзитиши лазим” дегән һәмдә мәркилдин хитайни кишилик һоқуққа техиму капаләтлик қилишқа чақиришни тәләп қилған.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати мәркилгә язған хетидә, нобел мукапати саһиби лю шавбо, германийә долқунлири радиоси мухбири гав шу қатарлиқ түрмидики сиясий тутқунларни азад қилиш тәлипини оттуриға қоюшни үмид қилған. Германийә долқунлириниң германчә қанили елан қилған бир мақалидә, түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң сот қилиниватқан көрүнүши әкс әткән фото сүрәтләр берилип, хитайдики аз санлиқ милләтләр учраватқан һәқсизлиқлар тилға елинған.
Д у қ 22-өктәбир тибәт һәрикити тәшкилати вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати билән биргә, мәркилгә бир мәктуп йоллиған болуп, 26-өктәбир күни бу мәктупниң мәзмунини мәтбуатларға ашкарилиған. Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә бизгә учур берип өтти.
Германийә баш министири анҗила мәркилгә қарита хәт йоллап, уйғурлар мәсилисини алаһидә тилға алған тәшкилатлардин бири болса, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатидур. Мәзкур тәшкилат асия ишлири бөлүминиң мәсули улрик делюс 27-өктәбир ахбарат елан қилип, мәркилгә йоллиған хетидә хитай һөкүмранлиқидики уйғурлар, тибәтликләр, фалүнгуңчилар вә хитайдики христиан муритлири мәсилисини оттуриға қойғанлиқини очуқлиған. Ахбаратта “әгәр хитайниң кәлгүсидә бир қанун дөлитигә айлинишқа еһтияҗи болса, у һалда мусулман уйғурлар, буддисит тибәтликләр, христиан муритлири вә фалүнгуң әзалириниң етиқад әркинликини капаләткә игә қилиши керәк. Лекин тибәт вә шәрқий түркистанда әксичә бир һаләт давам қилмақта. Өз һәқлирини тәләп қилған тибәтликләр вә уйғурлар қаттиқ тәқиб қилинмақта” дегән һәмдә илһам тохти мәсилисини мисалға елип “уйғур иқтисад профессори илһам тохти қанунсиз һалда муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум қилинди, у уйғурлар билән хитайлар арисидики чүшинишни илгири сүрүш үчүн муҗадилә қилған иди” дегән.
Анҗила мәркилниң 2 күнлүк хитай зиярити күнтәртипини елан қилған федирал җумһурийәт сөзчиси киристияни виртизниң илгири сүрүшичә, мәркил ханим бу қетимқи зияритидә хитай рәһбәрлиридин ши җинпиң вә ли кечаңлар билән көрүшидикән. Сөһбәт темиси икки дөләтниң иқтисадий һәмкарлиқи, көчмәнләр мәсилиси, германийә аптомобиллири мәсилиси, иранниң атом синиқи мәсилиси қатарлиқлар болидикән.
Хәвәрләрдә оттуриға қоюлушичә, германийә өткән бир йилда хитайға җәмий 48 милярд явру мәбләғ салған. 5 Миңдин артуқ герман ширкити хитайда мәһсулат ишләп чиқармақта. Германийәниң өткән бир йилда хитайға експорт қилған мәһсулатлириниң омумий қиммити 75 милярд явроға йәткән.