Ички моңғулдики түрмә хадими: “бир түркүм шинҗаңлиқ мәһбуслар алтә ай бурун йөткәп келинди”
2019.02.18
“зимистан” ториниң уйғур районидин хитай өлкилиригә йөткәлгән мәһбуслар һәққидики хәвиридә учур йәткүзгүчиләрдин бириниң ички моңғуллуқ икәнлики қәйт қилинған. Мухбиримиз бу йип учиға асасән ички моңғул аптоном районидики түрмә вә түрмә башқуруш орунлириға қарита телефон зиярити елип барди. Түрмә башқуруш хадимлири бирдәк уйғур райондин йөткәп келингән мәһбуслар мәсилисиниң дөләт мәхпийәтлики икәнликини тәкитләш арқилиқ ички моңғулдики түрмиләрдиму уйғур районидин йөткәп келингән мәһбусларниң барлиқини дәлиллиди. Ички моңғул аптоном районлуқ түрмә башқуруш идарисиниң бир хадими уйғур районидин бир түркүм мәһбусларниң өткән йили 8 -айда йөткәп келингәнликини ашкарилиди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, “зимистан” ториниң мәзкур хәвиридә баян қилинишичә, уйғур районидики мәһбуслар йөткилиштин аввал райондин йөткәшкә қатнишидиған сақчиларға мәхпийәтлик һәққидә мәхсус дәрс берилгән вә әһвални ашкарилимаслиқ һәққидә тохтам түзүлгән. Тохтамда “әгәр бирәр учурни ашкарилап қойса аз дегәндә 3 йил түрмидә ятидиғанлиқи” бәлгиләнгән. Хәвәрдә йәнә ички моңғуллуқ бир шаһитниң мәлуматлириға асасән баян қилинишичә, мәһбуслар йөткәп келиниш алдида түрмә алдидики вә ичидики барлиқ вивиска вә лозункилар еливетилгән. Бу арқилиқ мәһбуслардин өзлири йөткәлгән орунниң қәйәрлики йошурулған. Телефонимизни қобул қилған ички моңғул аптоном районлуқ түрмә башқуруш идарисиниң бир хадими уйғур районидин йөткәп келингән мәһбуслар һәққидә түрмә сиясий бөлүми қатарлиқ алақидар орунлардин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди.
Телефонимизни қобул қилған ички моңғул аяллар 1-түрмисиниң бир хадими бу түрмидә уйғур районидин әкелингән мәһбусларниң бар-йоқлуқи һәққидики соалимизға бу учурларниң “дөләт мәхпийәтлики” икәнликини әскәртип, бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Биз униңдин өзлириниң уйғур райондин йөткәлгән мәһбусларни башқурушта қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгәнликини сориғинимизда у өзиниң хизмәт даирисиниң чәкликлики сәвәблик у мәһбуслар билән учришиш пурситиниң болмиғанлиқини тилға алди. Биз униңдин мәзкур мәһбусларниң һәрқандақ бир киши билән көрүшүшиниң чәкләнгәнлики һәққидики учурниң тоғра-хаталиқини сориғинимизда у әһвалниң ундақ әмәсликини баян қилди.
“бәйду” учур амбиридики бир материялда ички моңғулда 11 орунда түрмә барлиқи баян қилинған. Дәсләпки ениқлашлиримиз давамида мәлум бир хадим ички моңғулдики 4 түрмидә уйғур мәһбусларниң барлиқини баян қилған иди. Ички моңғул аптоном районлуқ түрмә башқуруш идарисиниң сиясий бөлүм хадими уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң вутачи вә шалачи намидики икки түрмидә барлиқини тилға алди. Биз униңдин әнә шу икки түрмидә қанчилик уйғур мәһбус барлиқини сориғинимизда у сирттин йөткәлгән мәһбуслар мәсилисиниң мәхпийәтлик икәнликини әскәртти. “зимистан” ториниң бу һәқтики хәвиридә ичкиригә йөткәлгән уйғур мәһбусларниң адәттә 10 йиллиқтин юқири кесилгәнләр икәнлики баян қилинған. Биз мәзкур хадимдин бу тоғрулуқ соал сориғинимизда, у бу соалға пәқәт алақидар рәһбәрләрдин рухсәт алғандин кейинла җаваб берәләйдиғанлиқини ейтти. Биз униңдин өз хизмәт орнида ечилған “шинҗаңдин мәһбус йөткәш хизмити” тоғрисидики йиғинға қатнашқан-қатнашмиғанлиқини соридуқ. Бу хадим өзиниң бу йиғинға қатнашқанлиқини баян қилди. Униң дейишичә, шу йиғинда хадимлар уйғур райондин кәлгән мәһбуслар һәққидә һәрқандақ орунниң соалиға җаваб бәрмәслик, җаваб беришкә тоғра кәлсә пәқәт рәһбәрликниң тәстиқидин кейин җаваб бериш һәққидә агаһландурулған икән.
Телефонимизни қобул қилған вутачи түрмә хадими өзлиридә уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң йоқ болуши мүмкинликини ейтти, әмма йоқ дәп кесип ейталмиди. Илгири бәзи хәвәрләрдә ички моңғулниң уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларни һәрқайси өлкиләргә йолға селишта бир өтәң орнида қоллинилғанлиқиму тилға елинған. Биз алақидар хадимдин уйғур районидин мәзкур мәһбусларниң ички моңғулға вақитлиқ әкелингәнлики вә яки узун муддәтлик әкелингәнликини соридуқ. У өзиниң бу һәқтә мәлумати йоқлуқини ейтти.
“зимистан” ториниң хәвиридә йәнә ички моңғуллуқ гуваһчиниң баянлириға асасән уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң һәддидин зиядә қаттиқ башқурулуватқанлиқи, бу сәвәбидин өлүм һадисилириниңму йүз бәргәнлики тилға елинған. Биз районлуқ түрмә башқуруш идариси хадимдин уйғур мәһбуслар билән түрмә хадимлири арисида тил мәсилиси йүз бериватқан яки бәрмәйватқанлиқини соридуқ. Бу хадим уйғур мәһбуслар қамалған шалачи вә вутачи түрмилириниң алаһидә башқурулидиғанлиқи, у йәрдә йүз бәргән мәсиләрниң өзлиригә мәлум қилинмайдиғанлиқини ейтти. Биз униңдин уйғур районидин мәһбусларниң қачан йөткәлгәнликини сориғинимизда, у “буниңдин алтә айчә бурун” дәп җаваб бәрди. Әмма шу қетимда қанчилик кишиниң йөткәлгәнлики вә қәйәрләргә тәқсим қилинғанлиқи һәққидә алақидар рәһбәрләрниңла мәлуматлиқ икәнликини әскәртти.
Биз ахирида уйғур районидин мәһбус йөткәшниң йәнә давам қиливатқан яки тохтиғанлиқини соридуқ. У бу учурларниң “тамамән мәхпийәтлик” икәнликини әскәртип, адәттики кадирларниң бу әһваллардин хәвәр тепишиниң мумкинсизликини ейтти.