Хоңкоңдики демократийә һәрикитиниң әкс садаси қәйәргичә йетип баралайду?

Мухбиримиз қутлан
2014.10.01

Хоңкоң хәлқи йеқинқи йүз нәччә йилдин буян тунҗи қетим өз сақчилириниң өз хәлқигә яш аққузуш бомбиси ташлиғанлиқини көрди.

Бу хоңкоңда әнглийә һөкүмранлиқ қилған йүз йилда көрүлмигән вәқә иди.

Хоңкоңлуқлар бу хил зораванлиқни әнглийә һамийлиқидин хитайниң қойниға қайтип кәлгән, хитай компартийәсиниң “бир дөләттә икки хил түзүм” вәдиси бойичә өзини-өзи идарә қилидиған алий аптономийидә яшаватқан бир дәврдә көрди.

Бүгүн америка қатарлиқ ғәрб әллири арқа-арқидин баянат берип, хитайниң өз вақтида хоңкоңға бәргән вәдисидә турушини, хоңкоң хәлқиниң асасий қанундики әң әқәллий һоқуқлириға һөрмәт қилишни тәләп қилди. Ақсарай бу һәқтә бәргән баянатида хәлқарада бирдәк етирап қилинған әркинлик принсиплири бойичә хоңкоң хәлқиниң тинч усулдики демократийә тәләплирини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

Хоңкоңдики омумйүзлүк дәрс ташлап намайиш қиливатқан оқуғучилар вәкиллиридин бири бүгүн CNN ниң нәқ мәйдан зияритини қобул қилип, намайишчиларниң йүрәк сөзлирини дуняға аңлатти.

У хоңкоң хәлқиниң түнүгүндин буян һаң-таң қалғанлиқини, йәни хоңкоң даирилириниң хитай мәркизий һөкүмитиниң бесими билән өз хәлқиниң қануний тәлипини орунлашқа аҗизлиқ қилғанлиқини билдүрди. У йәнә хоңкоң сақчилириниң тарихта тунҗи қетим өз хәлқигә зорлуқ васитиси қолланғанлиқини, яш аққузуш бомбиси билән қизилмуч сүйиниң зәрбисидә нурғун намайишчиларниң яриланғанлиқини баян қилди. Хитай һөкүмитиниң хоңкоңдики намайишқа қарита кейинки қәдәмни қандақ алидиғанлиқини тәсәввур қилалмайватқанлиқини тәкитлиди.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған америкидики уйғур сиясий паалийәтчилиридин илшат һәсән әпәнди хоңкоңдики хәлқ намайишиниң әң йеқинқи йүзлиниши һәққидә тохталди. У хоңкоңдики демократийә һәрикитиниң хитай чоң қуруқлиқиғила әмәс, бәлки уйғур, тибәт вә тәйвән қатарлиқ пәвқуладдә сәзгүр районларниң вәзийитигиму тәсир көрситидиғанлиқини тәкитлиди. У бүгүнки хоңкоңниң буниңдин 25 йил бурунқи, йәни 1989-йилидики бейҗиңға охшимайдиғанлиқини, әйни вақитта тйәнәнмен оқуғучилириниң демократик намайиши қанлиқ бастурған хитайниң бу қетим хоңкоң хәлқини шу хил усул билән бастурушиниң мумкин әмәсликини илгири сүрди.

Илшат һәсән әпәнди ахирида хоңкоңдики демократийә һәрикитиниң йөлиниши вә кәлгүси нәтиҗисиниң уйғур вә тибәтләр үчүн бир қетимлиқ ойлиниш вә көзитиш пурсити ата қилидиғанлиқини, бу пурсәттин қандақ пайдилинишни билишниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.