Хитай даирилириниң хоңкоңдики намайишчилар алдида чарисиз қалғанлиқи мәлум
2014.10.01
Хоңкоңдики намайиш түркийә мәтбуатлиридиму қизиқ нуқтиға айланди. Пүтүн мәтбуатлар вә радио телевизийә қаналлири хоңкоңдики намайиш тоғрисида көпләп учурлар тарқатмақта.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай даирилири намайишчиларға қаттиқ қоллуқ қилмастин сүкүттә турушқа мәҗбурланған.
“йеңи шафак” гезитидә бу һәқтә елан қилинған хәвәрдә мундақ дейилгән: хоңкоңда демократийә тәләп қилған һөкүмәтниң демократийә усул билән сайлиниш тәрәпдари болған намайишчилар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәрди. Һөкүмәт бинасини қамал қилишқа урунған намайишчиларни тарқитиш үчүн яш аққузуш бомбиси атти вә көплигән намайишчилар яриланди. Өткән һәптә шәрқий түркистанда 50 дин артуқ уйғур түркий, хитай күчлири тәрипидин қәтли қилинған иди.
“йеңи шафак” гезитидә хитайниң уйғурлар намайиш қилса қорал күчи билән бир тәрәп қиливатқанлиқини әмма, хоңкоңдики намайишта болса яш аққузуш бомбиси етиш билән купайә қилғанлиқи билдүрди.
Уйғур болғанлиқи үчүн оқ атти җуңголуқ болғанлиқи үчүн газ атти дегән темидики хәвәрдә хитай, шәрқий түркистанда уйғур түрклириниң әң аддий наразилиқ паалийәтлириниму қорал ишлитиш билән билиниду, хоңкоңдики намайишчилар җуңголуқ болғанлиқи үчүн улар техиму амәтлик дейилгән.
Хоңкоң алаһидә мәмурий райониниң һөкүмәт бинаси җайлашқан мәркизий мәйдан билән униң әтрапидики асаслиқ кочилар намайишчилар билән лиқ толған.
Хәлқара таратқучиларниң бүгүнки хәвиригә қариғанда, хоңкоңда “мәркәзни ишғал қилиш” шоар астида елип бериливатқан намайиш шәһәрниң күндилик иҗтимаий һаятини паләч һалға чүшүрүп қойған.
Кочилар нәччә миңлиған кишидин тәркиб тапқан намайишчилар билән толуп ташқан болуп, 200дин артуқ коча аптобуси шәһәр мәркизидики йоллардин йөнилишини алмаштурушқа мәҗбур болған. Хоңкоң пул муамилә идариси, 20 банкиниң намайиш болуватқан орундики 36 шөбисиниң вақитлиқ хизмәттин тохтитилғанлиқини билдүрди.
Хоңкоң маарип назарити, намайиш болуватқан районлардики, башланғуч, оттура мәктәпләрдики оқуғучиларниң бихәтәрликини көздә тутуп дәрсләрниң вақитлиқ кечиктүрүлгәнликини билдүрди.
Даириләр, намайишчиларға қарита тосуветилгән йолларни аммиви қатнаш васитилири, җиддий қутқузуш машинилири вә от өчүрүш машинилири үчүн ечиветишкә чақириқ қилинди.
Намайишчилар районниң рәһбәрлири сайлап чиқилидиған 2017-йилидики сайламда намзатларниң бейҗиң намзат бәлгиләш комитетиниң иҗазитини елиши тоғрисидики қанунға қарши чиқмақта вә сайламниң демократийә усулда хәлқара өлчәмгә уйғун һалда елип берилишини тәләп қилмақта.
Намайишчилар хоңкоңниң 2017-йилидики район башлиқини бәлгиләш сайлимида әркин сайлам өткүзүш һоқуқини қолға кәлтүрмигүчә намайишни тохтатмайдиғанлиқини билдүрүшкән.
Японийәниң NHK TV телевизийә қанилида билдүрүшичә, намайишчилар дүшәнбә күни кечидиму хоңкоңниң иқтисадий районини игиливалған. Намайиш җәрянида сақчилар билән намайишчилар оттурисида тоқунуш йүз берип 52 киши яриланған. Дүшәнбә күни әтигәндә намайишчиларниң сани 10 миңдин ешип кәткән, намайишчилар йолларни тосуп әтрапни қамал қилған.
Хәвәрдә билдүрүшичә, 10-айниң 1-күни чаршәнбә дөләт байрими болуп, намайишчиларниң башлиқи дөләт байрими күни җәрянидиму намайишни давам қилишни пиланлиғанлиқини елан қилған.
Хәвәрләргә қариғанда җүмә күнидин буян давам қиливатқан намайишқа шәнбә күни 10 миңдин артуқ киши қатнашқанлиқи илгири сүрүлди әмма намайишчилар башлиқиниң ахбаратларға билдүрүшичә, намайишқа 60 миңдин артуқ киши қатнашқан. Намайиш башланған җүмә күнидин буян һазирғичә 78 кишиниң тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлди.
Б б с ниң хәвиридә билдүрүшичә, мутәхәссисләр бейҗиңдики коммунист партийә рәһбәрлири демократийини яқилап елип берилған намайишниң хитайниң охшимиған җайлириға кеңийишидин әндишә қиливатқанлиқини илгири сүрди.
Намайишчилар 2017-йилидики сайламниң демократийә усул бойичә өткүзүлүшини, һазирқи һөкүмәтниң истепа беришини тәләп қилмақта.
Хоңкоңдики намайиш қандақ йүз бәрди немә мәқсәттә елип бериливатиду? бу намайиш хитайниң башқа шәһәрлиригиму кеңийиш еһтимали барму? сақчиларниң намайишчилар билән қаршилашмастин чекинип кәткәнликини илгири сүрүлмәктә, уйғур намайишчиларни қорал күчи билән қанлиқ бастуруп келиватқан хитай даирилириниң хоңкоңдики намайишта қорал күчи ишләтмәстин чекинип туруштики сәвәб немә? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн түркийә истратегийә чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм, хоңкоңдики намайишниң хәлқниң демократийә усулда әркин сайлам елип бериш һоқуқини тәләп қилип намайиш қиливатқанлиқини, бу намайишниң хоңкоңдәк демократийә вә әркин бир районда йүз бәргәнликини, хитайниң ички шәһәрлиригә кеңийиш еһтималниң йоқлуқини билдүрди.
Әркин әкрәм, әгәр хитай даирилири уйғур намайишчиларни бастурғандәк хоңкоңдики намайишни қанлиқ бастуруп қалса, дуняниң еғир бесими астида қалидиғанлиқини, буни чүшинип йәткән хитай даирилири намайишчиларға қаттиқ қоллуқ қилмастин сүкүттә туруватқанлиқини ипадилиди.