Японға қарши урушни хатириләш мәзгилидә муқимлиқ тәрбийиси күчәйтилди

Мухбиримиз меһрибан
2015.08.31
Oqutquchilar-idiyiwi-terbiye.jpg Шинҗаң университетида ечилған оқутқучилар қошунидики идийиви тәрбийә йиғин мәйдани. 2015-Йили 28-авғуст, үрүмчи.
Xinjiang Uniwersiti tor beti

Хитай компартийиси мәркизи тәшвиқат бөлүми, 3-сентәбир өткүзүлидиған японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатириләш паалийити сәвәбидин йеңи уқуш мәвсүминиң бир һәптә кечиктүрүлгәнлики вә йеңи оқуш мәвсуми башлиниши биләнла барлиқ оқуғучиларға партийини сөйүш, вәтәнни сөйүш тәрбийиси елип бериш һәққидә уқтуруш тарқатқан. Радиомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, үрүмчидики шинҗаң университети қатарлиқ алий мәктәпләргиму охшаш уқтуруш чүшүрүлүп, 7-сентәбир кечикип башланған йеңи оқуш мәвсумида алди билән оқуғучиларға сиясий тәлим-тәрбийә елип бериш йолға қоюлидиғанлиқи алаһидә уқтурулған.

Радиомиз үрүмчидин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, үрүмчидики алий мәктәпләр вә оттура мәктәпләрниң бу мәвсумлуқ оқуши бир һәптә кечиктүрүлгән. Мәлум болушичә, бу хил кечиктүрүш маарип министирлиқиниң бир туташ орунлаштурушиға асасән елип берилған. Маарип министирлиқи җайларға тарқатқан уқтурушида,3-сентәбир пәйшәнбә күни өткүзүлидиған “японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатириләш паалийити” сәвәбидин, хитайдики алий мәктәпләр вә оттура мәктәпләрниң йеңи мәвсумлуқ оқушиниң бир һәптә кечиктүрүлидиғанлиқини алаһидә уқтурған.

Хитайниң җуңго маарипи қатарлиқ һөкүмәт хәвәрлиридә йеңи оқуш мәвсуми башлиниши билән һәрқайси университетларда оқуғучиларға “японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатириләш мунасивити билән йеңи оқуш мәвсумидики 1-саәтлик дәрс йәни вәтәнпәрвәрлик дәрси орунлаштурулидиғанлиқи хәвәр қилинди.

Радиомиз хитай бөлүминиң зияритини қобул қилған сичүәндики мәлум университетниң оқутқучиси, бир һәптә кечикип башланған дәрстә оқуғучиларға “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси дәрси орунлаштуруш” әвалиниң илгири болуп бақмиғанлиқини билдүрди.

Игилигән әһваллардин мәлум болушичә, хитай маарип министирлиқи орунлаштурған йеңи мәвсумда “оқуғучиларға вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси елип бериш” уқтуруши, уйғур аптоном район даирисидә районниң йәрлик алаһидиликигә асасән, “бөлгүнчиликкә қарши туруп, дөләтниң бирликини қоғдаш, диний радикаллиққа қарши туруп, партийиниң рәһбәрликини һимайә қилиш, қанун бойичә шинҗаңни башқуруш, милләтләр иттипақ, муқим шинҗаң бәрпа қилиш, узун муддәтлик әминлик ичидә тәрәққий қилиш” шоарлири асасида оқутқучи-оқуғучиларға вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси елип бериш тәшәббус қилинған.

Оқуғучилар 7-сентәбирдин башлап мәктәпкә йиғилидиған болсиму, әмма шинҗаң университети, шинҗаң педагогика университети, шинҗаң теббий университети қатарлиқ үрүмчидики алий мәктәпләрдә оқутқучилар 8-айниң 24-күнила мәктәпкә келип, уйғур аптоном районлуқ маарип назарити тәрипидин уюштурулған бир һәптилик сиясий өгинишкә орунлаштурулған.

Бу һәқтә тохталған үрүмчидики шинҗаң университетиниң бир оқутқучисиниң билдүрүшичә, уларға оқуғучиларниң 7-сентәбир күни мәктәпкә йиғилидиғанлиқи, йеңи оқуш калиндариниң 10-чесладин башлинидиғанлиқи уқтурулған. Әмма мәктәптики оқутқучилар 24-авғуст йәни өткән дүшәнбә күни йиғивелинип бир һәптилик сиясий өгинишкә уюштурулған. Униң билдүрүшичә, улар бир һәптилик өгиниш җәрянида оқутқучилар бөлгүнчиликкә, диний радикаллиққа қарши туридиған, милләтләр иттипақлиқини, бирликни, муқимлиқни қоғдайдиған, шинҗаң алаһидикилигә игә “төттә яхши оқутқучи болуш” һәққидики һөҗҗәтләрни һәрқайси иниститотларда коллектип өгинишкә орунлаштурулған. Өгиништин кейин бирму-бир ипадә билдүрүшкә уюштурулған. Ундин башқа хитай мәркизи телевизийә истансиси тәрипидин ишләнгән “чеграни бузуп қачқанларниң төвинамиси”, “сахта ниқаб астидики җиһад урушиға атлиниш” қатарлиқ филимлар қоюп берилип, оқутқучилар айрим айрим һалда “бөлгүнчилик идийисигә қарши туруп, вәтәнниң бирликини қоғдаш, диний әсәбиликкә қарши туруш ирадисини билдүрүш” кә орунлаштурулған.

Шинҗаң университети мәктәп торидин мәлум болушичә, шинҗаң университетида 27-авғуст пәйшәнбә күни чүштин бурун оқутқучиларға “уйғур аптоном районлуқ парткомниң маарип хизмити йиғининиң роһини йәткүзүш” намидики хуласә йиғини ечилип, “шинҗаң алаһидиликигә игә төттә яхши оқутқучи болуш”, “партийә вә хәлқ рази болидиған оқутқучи болуш” тәшәббус қилинған.

Хитай даирилири алий мәктәпләрдә елип бериватқан аталмиш “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” вә уйғур елидики мәктәпләрдә “бөгүнчиликкә қарши туруп,муқимлиқни тәкитләш” тәшәббуси хитай вәзийәт анализчилири вә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң диққитини қозғиди.

Илгири хитайдики сабиқ баш министир җавзияңға катип болған, тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчиси сиясий вәзийәт анализчиси бав туң әпәнди 31-авғуст дүшәнбә күни радиомиз хитай бөлүминиң зияритини қобул қилип, нөвәттики хитай коммунист һөкүмитиниң өз һакимийитини мустәһкәмләш үчүн, японға қарши урушниң 7-йиллиқини хатириләш намида, яш оқуғучиларға бир қетимлиқ вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси елип беришни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди болса, қурултай йеқинда уйғур елидин игилигән японға қарши филимларни уйғурчиға тәрҗимә қилмаслиқ һәққидики ички уқтурушни нәқил елип,, пүтүн хитай өлкилиридә японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатириләш паалийити дағдуғилиқ елип бериливатқан болсиму, әмма даириләрниң уйғур елиниң муқимлиқидин әнсиригини үчүн японға қарши уруш тәшвиқатини уйғурларға у қәдәр көп тәшвиқ қилмаслиқи, алий мәктәпләрдә бу мәвсумлуқ оқуш башлиништин илгири “муқимлиқни тәкитләп, бөлгүнчиликкә қарши туруш” мәзмунидики сиясий өгинишләрниң елип берилиши қатарлиқларниң даириләрниң уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз бериши вә шәрқий түркүстанниң муқимлиқидин әнсиригәнлики сәвәбидин болуватқанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.