Японийә уйғур бирлики тәшкилати йиллиқ пилан йиғини чақирди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.03.17
yaponiye-uyghur-teshkilati.jpg Японийә уйғур бирлики тәшкилати мәсуллири вә әзалири. 2016-Йили 13-март, токйо.
RFA/Qutluq

13-Март токйода японийә уйғур бирлики тәшкилати 2016-йиллиқ пилан йиғини чақирди. Игилишимизчә, японийәдә паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрликидики японийә уйғур бирлики тәшкилати йиллиқ пилан йиғинини чақирған болуп, йиғинға тәшкилат мәсуллири вә бир қисим қоллиғучилар қатнашқан. Йиғин шу йәр вақти кәч саәт алтә йеримдин сәккиз йеримға қәдәр давамлашқан.

Биз йиғин һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң мәсуллири вә йиғин иштиракчилири билән бу һәқтә телефон зиярити елип бардуқ.

Алди билән зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашим йиғин һәққидә тохталди. У сөзидә, йиғинда қарар қилинған бәзи бир конкрет паалийәтләр тоғрисида тохтилип, японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң бу йилқи паалийәтлириниң японийәдики бир қисим сиясий тәшкилатлар билән һәмкарлашқан һалда елип берилидиғанлиқини илгири сүрди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң актип қоллиғучилиридин мураками томоко йиғиндин алған тәсиратини баян қилип: “йиғинда мәзмуни мол, даириси кәң, түри көп болған пиланларни түздуқ вә шундақла буни әмәлгә ашуруш үчүн немиләрни қилишимиз керәклики тоғрисида кеңәштуқ ” деди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң муавин рәиси ғалип миҗит йиғинда қарар қилинған бу йилқи йеңи пиланларниң әһмийити һәққидә тохталди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң даимий һәйәт әзаси гүлистан әзизи йеңидин түзүлгән пиланлардики түрлүк сиясий тәшвиқат паалийәтләрни җанлиқ елип бериш билән биргә уйғур мәсилисигә көңүл бөлүватқан японларға, уйғур тарихий вә мәдәнийити тоғрисида өгиниш курслирини тәшкиләшниң зөрүрлүкини оттуриға қойди.

Гүлистан әзизи сөзидә йәнә 2016-йиллиқ японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң японийәдә елип баридиған кишилик һоқуқ паалийәтлиридә нөвәттики, уйғур елидики ханим-қизлар,ана-балилар мәсилиси, йезилардики уйғур қизлирини “ешинча әмгәк күчи” дегән нам билән хитай өлкилиригә йөткәштәк мәсилиләр шундақла уйғур өсмүрлирини хитай өлкилиригә апирип тәрбийиләшни васитә қилип, уйғур өсмүрлиригә йүргүзүватқан хитайниң “меңә ююш сиясити” тоғрисидиму кәң тәшвиқат елип беришниң лазимлиқини билдүрди.

Йиғинға иштирак қилған хитай вәзийити тәтқиқатчиси такаши сато йиғин һәққидә тохтилип:“бу йилқи пиланлар ичидә мәмликәтниң бир қанчә шәһәрлиридә бир туташ елип берилидиған муһакимә йиғинлириниң әһмийитини зор дәп қараймән вә шундақла һәммимизниң тиришишини зөрүр дәп ойлаймән” деди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.