Японийә уйғур бирлики тәшкилати йиллиқ хуласә вә келәр йиллиқ пилан йиғини чақирди
2016.12.26
25-Декабир токйодики шинҗуку мәдәнийәт мәркизиниң мәҗлисханисида японийә уйғур бирлики тәшкилати йиллиқ хуласә вә келәр йиллиқ пилан йиғини чақирди.
Йиғин чүштин кейин саәт үчтин бәш йеримға қәдәр давам қилған болуп,йиғинда әзалар мәзкур тәшкилатниң бу йиллиқ хизмәтлири үстидә қисқичә хуласиләш елип бериш билән биргә, келәр йиллиқ пиланлар тоғрисида музакириләшкән.
Йиғинға тәшкилат әзалири вә шундақла уйғур мәсилисини қоллиғучи бир қисим японлар қатнашқан.
Японийәдә паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийи рәһбәрликидики японийә уйғур бирлики тәшкилати 2016-йиллиқ хизмәтләрни хуласиләш вә шундақла келәр йиллиқ пиланлар тоғрисида йиғин чақирған болуп, бу һәқтә зияритимизни қобул қилған тәшкилатниң муавин рәис ғалип миҗит йиғин һәққидә тохталди.
Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң күчлүк һимайичилиридин бири болған такаши сато йиғин һәққидә тохтилип: “бүгүнки йиғинда келәр йили елип берилидиған 5-феврал или вәқәси, барин вәқәси вә шундақла 5-июл үрүмчи вәқәси қатарлиқ йеқинқи заман уйғурлар тарихида йүз бәргән зор вәқәләр тоғрисида елип берилидиған хатириләш паалийәтлирини илгирикидин башқичирәк услубта елип бериш тоғрисида музакириләштуқ. Әлвәттә, бу паалийәтләр ичидә шәрқий түркистан җумһурийәтләр күнлирини хатириләшму бар” деди.
Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң даимий һәйәт әзалиридин гүлистан әзизи келәр йиллиқ хизмәт пиланлириниң бу йилқи хизмәт пиланлиридин бәлгилик дәриҗидә пәрқлиқ болидиғанлиқини билдүрди.
Йиғинға иштирак қилған японийәдә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлирини қоллап келиватқан ойикава йиғин һәққидә тохтилип: “мән японийә уйғур бирлики тәшкилати бу йилқи паалийәтлиридә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим билән японийә парламент әзалирини учраштуруп уйғур мәсилисидә бир қисим бир нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди дәп қараймән. Шуңа мән бу қетимқи йиғиндиму йәнила рабийә қадир ханимниң келәр йили японийә парламент әзалири билән учришиш елип бериш тәклипини оттуриға қойдум” деди.
Ахирида ғалип миҗит японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң бу қетимқи йиғинида қарар қилған вә кәң җамаәткә ашкарилашқа болидиған келәр йиллиқ бир қисим пиланлар тоғрисида қисқичә тохталди.
Японийә уйғур бирлики тәшкилати 2015-йили өктәбир ейида токйода дуня уйғур қурултийи рәһбәрликидә қурулған японийәдики уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бири һесаблиниду.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.