Японийә камакура шәһәр парламенти уйғурлар тоғрисида мәхсус қарар мақуллиған
2016.07.07
Японийә уйғур бирлики тәшкилатидин игилишимизчә, 30-июн японийә канагава өлкиси камакура шәһәр парламенти уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрисида мәхсус бир қарар мақуллап японийә парламенти вә һөкүмитигә йоллиған.
Зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашим канагава өлкиси камакура шәһәр парламентида мақулланған мәзкур қарарнамә тоғрисида тохталди. Униң илгири сүрүшичә, қарарнамидә хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қанун-низамлириға әмәл қилмайватқанлиқи тәнқид қилинған вә уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрисида японийә һөкүмитигә бир қанчә алаһидә тәләпләр сунулған.
Зияритимизни қобул қилған камакура парламент әзаси уехата телефон мәзкур қарарниң мақуллиниши һәққидә тохтилип “биринчи июн рабийә қадир ханим шәһиримизгә зиярәткә келип, парламент әзалириға бәргән хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруватқанлиқи тоғрисидики уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири доклатиға асасән бу қарар мақулланди” деди.
Доктор турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә, камакура шәһәр парламентиниң қарарида алди билән явропа, америка парламентида мақулланған хитайға даир бәзи қарарлар әсләп өтүлгән.
Телефон зияритимиз җәрянида парламент әзаси матсунака бу қетимқи камакура парламентиниң уйғурлар тоғрисида қарар мақуллинишиниң сәвәби тоғрисида әскәртиш берип: “камакура шәһири тинчлиқни сөйидиған бир шәһәр. Өткән қетим шәһәр башлиқимиз рабийә қадир ханим билән уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида мәхсус сөһбәт өткүзгәндин кейин бу қарар парламентта қайта-қайта музакиригә қоюлуп мақулланди. Парламенттики охшимиған сиясий партийә вәкиллириму бу қарарға қошулди. Биз илгириму бирмадики кишилик һоқуқ мәсилири тоғрисида қарар мақуллиған идуқ” деди.
Камакура шәһәр парламентиниң қарарида шундақла тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан уйғур мусапирлар мәсилисигиму орун берилгән.
Камакура шәһәр парламентиниң қараридин хәвәрдар болған дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, мәзкур қарарнаминиң мақулланғанлиқидин өзиниң толиму мәмнун болғанлиқини билдүрүп өтти.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.