Турпан яр йезисидики уйғур деһқанлириниң өй-җай вә үзүмлүк йәрлири төвән баһада тартивелинмақта
2014.04.03
Игилишимизчә, турпан яр йезисиниң шәһәргә туташ кәнтлиридики уйғур деһқанлири шәхсий өй-җай вә үзүмлүк йәрлирини төвән баһада сетишқа зорланмақтикән.
2-Апрел күни радиомиз зияритини қобул қилған деһқан абдуғени қейюм өзлири турушлуқ кәнттики йәр маҗиралири һәққидә мәлумат бәрди.
Униң билдүрүшичә, яр йезисиниң турпан шәһиригә туташ кәнтлиридә асаслиқ аһалә уйғурлар икән. Бу кәнт үрүмчи-турпан юқири сүрәтлик ташйолиниң бойиға җайлашқан, униң үстигә шәһәргә аран бирқанчә километирла кәлгәчкә, хитай қурулуш ширкәтлириниң талишиш обйектиға айланған. Мәлум болушичә, йеқиндин буян йәрлик даириләр хитай ширкәтлири билән ички җәһәттә келишип, уйғур деһқанлириға бесим ишләткән һәмдә уларниң шәхсий өй-җай вә үзүмлүк йәрлирини төвән баһада сетип беришкә қистиған.
Зияритимизни қобул қилған йәрлик деһқан абдуғени қейюм өзлири дуч келиватқан йәр кризиси һәққидә тәпсилий учур бәрди. Улар ака-ука үч аилә мушу кәнттики өз йәрлирини сақлап қелиш үчүн тиркишиватқан әң ахирқи деһқанлар икән.
Деһқанлар төвән баһада йәрлирини сетишқа мәҗбурланған
Яр йезисиниң турпан шәһиригә туташ кәнтидә олтурушлуқ деһқан абдуғени қейюм мунуларни билдүрди:
“мениң йол бойида 800 квадрат метир келидиған бирқанчә дукан вә ашхана өйлирим бар иди. Уларни иҗаригә берип йилиға 17-18 түмән йүән кирим қилаттим. Бәш ай болди, дукан вә ашханилиримниң кинишкилирини тартивелип тохтитип қойди, қору-җайларниң һәр бир квадратиға аран 980 йүәндин миң йүәнгичә пул беримиз дәйду.”
“әгәр һазирқи базар нәрхи бойичә әркин сатимиз десәк, дукан өйләрниң һәр квадрати һазирқи базар баһасида 11 түмәндин 17 түмәнгичә болуветипту. Әмма бизниң дукан вә ашхана өйлиримизни бәкла әрзан баһада сетишқа қиставатиду, бәкрәк талашқанларға һәр квадрат метири үчүн бир-икки миң йүәндин берипту. Үзүмлүк йәрлиримизниң һәр моси үчүн аран 9 йерим түмән йүән беримиз дәйду.”
“биз яр йезисиниң шәһәргә туташ кәнтлиридә яшаймиз. Өйлиримиз юқири сүрәтлик ташйолниң бойида. Бизниң кәнтниң ишханилириму шәһәр ичидә. Һазир бизниң кәнттин 17-18 аилиниң өйлирини тизимлап болди.”
Тартивелинған йәрләрдә хитай ширкәтлири қурулуш башлиған
Деһқан абдуғени қәйюм йәнә төвәндики әһвалларни инкас қилди:
“деһқанлардин еливалған йәрләргә һазир қурулуш башлиди. Хәнзулар қурулуш селиватиду, уларниң қайси ширкәтниң адәмлири икәнликини билмидуқ. Кәнттин сорисақ бизгә дәп бәрмәйватиду.”
“биз ата-бовилиримиздин тартип бу йәрдә яшап кәлгән идуқ, лекин һазир шәһәрниң көзи болуп қалған өй-җайлиримизни һәр квадрат метириға 9 йерим түмән пул берипла еливалимиз дәйду. Кәнт вә йеза кадирлири күндә бизни қистайду.”
“терилғу йәрләрни шәхсләргә бөлүп бәргән замандин буян һазирғичә 40 нәччә йил болди, биз бу йәрләрдә үзүмлүк бәрпа қилдуқ, қолимизда йәр хәтлириму бар. Әмма кәнт вә йеза кадирлири биздин нурғун нәрсиләрни йошуруватиду. Уларниң ким билән қандақ сода қиливатқанлиқи бизгә қараңғу.”
Өй-җайлири чеқиливатқанларниң һәммиси уйғур!
Абдуғени қейюм йәнә мунуларни тәкитлиди:
“өй-җайлири чеқиливатқанларниң һәммиси уйғур. Биз бирлишип юқири орунларға әрз қилалмидуқ. Аримиздин бәзиләр кадирларниң һәр хил бесими вә айрим вәдилири билән өй-җайлирини берип болди. Һазирғичә тиркишип келиватқанлардин биз 3-4 аилә қалдуқ.”
“ойлап беқиң, мән бирқанчә дуканлиримниң иҗарисидинла йилиға 17-18 түмән йүән кирим қилимән, униң һәр квадрат метирини аран миң йүәндин алимән десә, ким рази болиду? 4-5 ай болди, мениң билән сөзләшмәйла дуканлиримниң кинишкисини тартивелип тақап қойди.”
Өй-җайлиримиздин айрилсақ, баридиған башқа җайимиз йоқ!
Абдуғени қейюм өзлири дуч келиватқан мәсилиләр һәққидә тохтилип мундақ деди:
“бизниң аилиниң 22 мо тәг (үзүмлүк) йери вә 2 мо әтрапида өй-җайлири бар. Пүтүн аилимиздә 3 қериндашниң бала-чақа вә нәврилирини қошқанда 30 дәк җан бар. Бу йәрлиримиздин айрилсақ нәгә баримиз? бизниң баридиған башқа җайимиз йоқ!”
“еливалған йәрләргә пул бәрди дегәндиму, бу пул билән бинадин һәммимиз сиғқудәк өй сетивалғили болмайду. Биз уларға һеч болмиғанда сайлиқтин болсиму йәрлиримизгә тоғрилап йәр бериңлар, өзимиз өзләштүрүп яшайли десәк, йәр йоқ дәйду. Әмәлийәттә уларниң қору җайлиримизға қойған баһаси бизниң қолимиздики 5 еғиз дукан вә ашханилиримизни безигән пулчиликму кәлмәйду. Шундақкән, бизниң бала-чақилиримиз кейин қандақ яшайду!?”
Бизниң өй-җайлиримизниң баһаси хәнзуларниңкидин көп төвән
Абдуғени қейюм йәнә мунуларни билдүрди:
“бизниң йер-җайимиз шәһәргә аран 2-3 километирла келиду. Нами йеза тәвәсидә болғини билән әмәлийәттә шәһәр ичи һесаблиниду. Аңлисақ 50-60 квадрат метирлиқ дукан ачқан хәнзуларниң йәрлирини алғанда уларға бинадин йүз нәччә квадиратлиқ өй бәргәндин сирт, йәнә пулму берипту. Бизгә кәлгәндә ундақ болмиди. Бизниң өй-җайлиримизниң баһаси хәнзуларниңкидин көп төвән.”
“биз әрз қилайли дегән билән һәммимиз деһқан, бәзилиримиз саватсиз, һөкүмәт билән җедәл қилишип хаталишип қалмайли дәп қорқимиз. Униң үстигә, бир қисим деһқанлар кадирларниң бесими билән аллиқачан йәрлирини берип болди. Һазир пушайман қилған биләнму, қол қоюп болғачқа орниға кәлмәйдикән.”