Йоһан лагерквист: “хитайниң африқидики йеңи қуллуқ империйиси”
2012.11.06
Тәтқиқат темисиға бу институтниң тәтқиқатчиси йоһан лагерквист йетәкчилик қилған болуп, униң шветсийә радиосиға бәргән мәлуматида “нопуси зиядә ешип бериватқан хитайниң африқиға деһқан експорт қилиши”, “хитайниң африқида қуллар империйиси қуруши”, “хитайниң хәлқини қирғин қиливатқан суданға қорал сетиши” қатарлиқлар ғәрб ахбаратлириға һечқачан иҗабий тәсир бәргән әмәс” дәйду.
У мундақ дәйду:
“һазир африқида хитайға мунасивәтлик наһайити нурғун әпсаниләр тарқалмақта. Сиясий җинайәтчиләрниң хитайларниң қурулуш ширкәтлиридә мәҗбурий ишқа селиниши, хитай һөкүмитиниң африқидики нефитқа еришиш үчүн африқилиқ рәһбәрләргә қәстән зиянкәшлик қилиши, чирикләшкән диктаторларни қоллиши буниң типик мисаллиридур. Гәрчә хитай һөкүмити африқа дөләтлиригә қәрз вә ярдәм бериватқан болсиму, әмма африқа дөләтлири бу пулларниң исиниму көргини йоқ, бу пуллар биваситә һалда африқидики хитайниң қурулуш ширкәтлиригә кетиватиду.
Хитай һөкүмити һазир африқа дөләтлиридә йол, парламент биналири, тәнтәрбийә сарайлири, символ характерлик абидә, һәйкәл қатарлиқ қурулуш түрлиригә көп мәбләғ селиватиду. Шуниң билән биргә, хитайниң африқа дөләтлиригә бәргән пуллири һөкүмәтниң өзини пухтилишиға пурсәт яритип, демократийиниң аҗизлишишиға сәвәб болуватиду. Бизниң хитайни тәнқид қилишимиз, пәқәт ташқи дунядила болупла қалмай йәнә, африқа дөләтлиридиму қоллашқа игә болуши керәк, әмма бир нәрсә ениқки, африқа хәлқлири, иқтисадий җәһәттә мәйли қандақ тәңсизликкә дуч кәлсун яки сиясий җәһәттики әркинлики боғулсун, буниң билән хитайниң һеч кари болмайду.”
Шветсийә радиосиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң африқиға сиңип киришиниң йәнә бир усули, хитай тили оқутуши вә тәтқиқатиға чоң мәбләғ селиш болуп, хитай һазирғичә африқидики 31 дөләттә 26 куңзи институтини қуруп, хитай тили оқутушини башлиған. Хәвәрдә дейилишичә, хитай һөкүмити пәқәт африқидила хитай тили мәктәплирини ачқан болмастин, йәнә зор түркүмдики африқа яшлирини хитайға келип аспирант вә докторлуқ оқушқа илһамландурған.
“улуғ ера” ториниң шведчә нусхисида баян қилинишичә, хитай һөкүмити йеқинда “африқилиқ ихтисас игилирини тәрбийиләш үч йиллиқ пилани”ни йолға қойған болуп, үч йилниң ичидә 30миң африқилиқни һөкүмәт ярдәм пули билән тәрбийиләйдикән. Хитай һөкүмити бу пиланни йолға қоюшта африқа дөләтлиридә хитай коммунистик партийисиниң идеологийисини тәшвиқ қилишни вә африқа дөләтлиригә хитай көчмәнлирини көчүрүшни мәқсәт қилидикән. Әмма шветсийә радиосиниң мухбири фредрик вадстрөмниң билдүрүшичә,хитай һөкүмити африқа дөләтлиридә хитай тили мәктәплирини ечиш арқилиқ өзиниң тарихи,мәдәнийити, вә өрп-адәтлирини африқа дөләтлиригә експорт қилип, тил империализми билән африқини хитай тили дөлитигә айландурушни нишан қилған икән.