Австралийиниң адилайд шәһиридә җумһурийәт байрими хатириләнди
2012.11.14
Бу паалийәткә шәрқий түркистанлиқлар вә җәнубий австралийә штатлиқ һөкүмитиниң вәкиллири һәмдә қарши партийә вәкиллири қатнашти.
Паалийәт адилайдтики уйғурларниң диний алими, имам абдусалам алим әпәндиниң қуран тилавәт қилиши билән башланди. Бүгүнки бу паалийәтниң меһманлири болған җәнубий австралийә һөкүмитиниң вәкили, парламент әзалиридин майкил әткинсун әпәнди, тони зәпия әпәнди, ڧрансиз бәдڧурд ханим, зови бәдисун ханим қатарлиқлар, шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғопур мөмин әпәнди шундақла пәхри рәис әхмәд игәмбәрди әпәндиләр тәклип билән сөзгә чиқишти.
Зови бәдисун ханим өз сөзидә уйғурларниң австралийидә қизғин қарши илинидиғанлиқини, динини вә мәдәни паалийәтлирини әркин һалда илип барса болидиғанлиқини шундақла җәнубий австралийә хәлқигә тонуштурушини ейтти.
Бүгүнки өткүзүлгән паалийәт әһмийити вә тәсири һәққидә тихиму иниқ мәлуматларға еришиш үчүн шәрқий түркистан авистиралийә җәмийитиниң рәиси абдулғопур мөмин әпәндини зиярәт қилдуқ.
Уйғур тили мәктәп оқуғучилири паалийәткә қатнашқан тәсиратлирини сөзләп өтти.
3 Саәттин артуқ давамлашқан бу паалийәт баштин - ахир интайин җанлиқ, қизғин кәйпиятта илип берилған болуп, “тәңритағ анилири” гурупписидики ханимлар тәйярлиған охшиған уйғур таамлири билән пишуруқлири, җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи оқуғучилири тәйярлиған рәңдар номурлар һәм шундақла балилар оюнлири паалийәт кәйпиятини йәнә бир пәллә юқири көтүрди.
Паалийәт ахирда “тәңритағ анилири гурупписидики анилар тәйярлиған саңза, маддий буюмлардин, уйғур доппилири, әтләс шарпилар вә шуниңға охшаш башқа нәрсиләр паалийәткә қатнашқучиларға кимашти қилип сетилди. Игилишимизчә, йиғилған пуллар шәрқий түркистан авистиралийә җәмийитиниң ишлириға ишлитилидикән.