Чиңгизхан әвладиниң җиддий вәзийәткә тоғра кәлгән москва сәпири
2011.06.01

Ички моңғулдики моңғулларниң миллий кәмситиш, кан байлиқлирини қалаймиқан ечип, яйлақларни бузғунчилиққа учритишқа қарши наразилиқ намайишлири барғансери кеңийип, һәтта аптоном район мәркизий көкхотқичә туташқандин кейин хитай һөкүмити җайларға болған контроллуқ вә қамал қилишни күчәйткән иди.
Кремилдики сөһбәтләр
Ички моңғулдики намайишиниң барғансери кеңийиши вә вақитниң созулушиға әгишип, ички моңғул мәсилиси хәлқара мәтбуатлар вә бир қисим хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлириниң диққитидин орун елишқа башлиди.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, 31-май күни хитай һөкүмити намайишларни кәлтүрүп чиқарғанларни қаттиқ җазалайдиғанлиқи һәққидә агаһландуруп, қаршилиқларни тинчитиш қарариға кәлгәнликини ипадилиди. Лекин, ахирқи учурлардин мәлум болушичә, вәзийәт йәнила тинчланмиған.
Ички моңғулдики вәзийәт әнә шундақ җиддийлишиватқан бу күнләрдә өзлириниң моңғул қериндашлири дуч келиватқан мәсилиләр һәм ички моңғулдики наразилиқ һәрикәтлири һәққидә техичә бирәр мәйданини ипадилимигән ташқи моңғулийә президенти әлбегдорҗи бирдинла москвада пәйда болди.
Русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, моңғулийә президенти сахиягий әлбегдорҗи 30-май күни москваға йетип келип, русийә президенти дмитри медведевниң кремил сарийида дағдуғилиқ күтүвелишиға сазавәр болған. Русийә вә моңғулийә президентлири икки дөләтниң сиясий диалогиниң тәрәққияти, сода-иқтисадий, пән-техника, йәр асти-байлиқлирини ортақ ечиш қатарлиқ һәр хил саһәдики һәмкарлиқлири, җүмлидин хәлқаралиқ вә район характерлик мәсилиләр һәққидә көз қарашлирини алмаштурған.
Хәвәрдә көрситилишичә, икки президент арисидики сөһбәтләрниң хуласиси сүпитидә бир қатар келишимләр имзаланған болуп, буларниң арисида әң муһимлиридин бири икки тәрәп һәрбий-техника һәмкарлиқи рамкиси астидики әқлий мүлүкни өзара қоғдаш бойичә һөкүмәтләр ара келишимидур.
Русийә хәвәрләр агентлиқиниң йезишичә, икки дөләт арисида йәнә моңғулийә билән сабиқ совет иттипақи арисида 1949-йили имзаланған “уланбатор төмүр йоли” бирләшмә ширкити келишимигә өзгәртиш киргүзүш һәққидики һөҗҗәт, моңғулийә-русийә теббий академийилириниң һәмкарлиқ әсләтмиси һәмдә йәр асти байлиқлирини ечишқа аит һәмкарлиқ келишими қатарлиқ бир қисим тохтам вә һөҗҗәтләр имзаланған.
Моңғулийә президентиниң бу қетимқи русийә зиярити йәнә русийә билән моңғулийиниң тарихий мунасивәтлиригә бағлиқ болуп, моңғул президенти әлбегдорҗиң зиярити моңғулийә билән русийиниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 90 йиллиқи, моңғулийиниң мустәқиллиқиниң 100 йиллиқи һәмдә моңғулийә билән русийиниң бирликтә аләм бошлуқиға чиққанлиқиниң 30 йиллиқи қатарлиқ бир қатар русийә билән моңғулийиниң өзара зич мунасивитини әкс әттүридиған хатирә әһмийәтлик пәйтләргә тоғра кәлгән.
Русийиниң “визгляд” тор гезитиниң йезишичә моңғулийә президентиниң сәпири җәрянида музакирә қилинидиған әң муһим нуқтилар икки дөләтниң йәр асти байлиқлири, җүмлидин төмүр вә уран қатарлиқ кәм учрайдиған байлиқларни қезиш саһәсидики һәмкарлиқиға қаритилған болуп, бу җәрянда “дорнод уран” дәп аталған русийә билән моңғулийиниң бирликтә моңғулийә тәвәсидә уран издәш вә қезиш бирләшмә ширкитигә аит мәсилиләр муһакимә қилинған. Мәлум болушичә моңғулийә тәвәсидики уранниң тәхминән 30 миң тоннидин артуқ икәнлики мөлчәрләнгән.
Улар арисидики уранға аит келишим икки тәрәпниң бирликтә уран канлирини тепиш, уран қезиш, тошуш, уран тавлаш қатарлиқ көп даириләрни өз ичигә алған. Булардин башқа йәнә моңғулийә тәвәсидә ядро, радиатсийә вә екологийилик бихәтәрликни тәмин етиш үчүн һәмкарлиқ орнитиш вә буни иқтисад билән тәминләшкә аит мәсилиләрму муһакимә қилинип, бирлик һасил қилинған.
Улар арисидики йәнә бир муһим тема дунядики әң чоң көмүр кан мәнбәлиридин бири таван-толғайни бирликтә ечишқа аит мәсилиләрдур. Уланбатор һөкүмити 6 йерим милярд куб метирлиқ запасқа игә мәзкур көмүрлүкниң 30% пай чекини сетишни қарар қилған болуп, буни сетивелиш үчүн японийә, җәнубий корийә, русийә қатарлиқ дөләтләр риқабәткә қатнашқан, йеқинда униң нәтиҗиси чиқиш алдида турмақта. Русийә тәрәп буниңға игә болушқа қизиқмақта иди.
Моңғулийә русийиниң әң кона шерики
Мәлумки, моңғулийә сабиқ совет иттипақиниң узун мәзгиллик һимайиси вә қоғдиши билән мәвҗут болған москваға әң йеқин шерик дөләт иди.
Сталин бу дөләтниң мустәқиллиқини 1945-йилидики ялта йиғинида сақлап қалди һәмдә 1949-йили йәнә бир қетим мав зедоң рәһбәрликидики хитай хәлқ җумһурийитини етирап қилишқа мәҗбур қилди. Тарихий мәлуматлар бойичә алғанда, сталин ташқи моңғулийиниң мустәқиллиқини сақлап қалған болсиму, әмма бир пүтүн моңғулийиниң җәнубий қисминиң хитай тәвәсидә қелишини қоллиған иди. Совет һөкүмити хитайниң ташқи моңғулийини қошувелиш арзулирини баштин ахири йоққа чиқирип кәлгән иди.
Кона “акиси”ни йәнә сеғиниш
Совет иттипақи йимирилгәндин кейин ташқи моңғулийигә бир қатар мусапирларни бесип өтти, өз алдиға ташқи сиясәт йүргүзүш мумкинчиликигә еришти. Бирақ хитайниң күчийишигә әгишип, моңғулийидики хитай тәһдити туйғусиму көпийишкә башлиған иди. Кейинки вақитларда моңғулийә қайтидин русийә билән қоюқ мунасивәтни күчәйтишкә киришкән болуп, 2009-йили, русийә президенти дмитри медведев моңғулийини зиярәт қилип, икки дөләт арисида истратегийилик һәмкарлиқ мунасивити орнатти һәмдә баш министир владимир путинму моңғулийини зиярәт қилип, мунасивәтләрни техиму күчәйтти.
Русийә һөкүмити моңғулийиниң сабиқ совет иттипақиға төләйдиған барлиқ қәрзлирини кәчүрүм қиливәткән болуп, медведев вә путинниң моңғулийә рәһбәрлири билән болған учришишлири нәтиҗисидә русийә йәнә моңғулийиниң русийигә төләйдиған бир қисим қәрзиниму қәдәмму-қәдәм кәчүрүм қиливетишни қарар қилған.
Русийә һөкүмити моңғулийигә 125 милйон доллар қәрз беридиғанлиқи вә йәнә 375 милйон рублини моңғулийиниң чарвиларға ваксина уруши һәм русийигә қилидиған сүт вә гөш експортини ашуруши үчүн аҗритип бәргән.
Ички моңғул мәсилиси әлбегдорҗи-медведев учришишидин орун алдиму?
Русийә мәтбуатлири моңғулийиниң йеңидин сайланған президенти әлбегдорҗиниң бу қетимқи зияритидә икки дөләт мунасивитиниң 20 йиллиқ русийә-моңғулийә йеңи мунасивәтләр дәвридики әң йеқин бир басқучқа киргәнлики, дәп тәсвирлиди.
Бирақ, русийә мәтбуатлирида әлбегдорҗи билән медведевниң сөһбәтлири арисида ички моңғулда йүз бериватқан наразилиқ намайишлири, җүмлидин моңғуллар мәсилисиниң музакирә қилинған яки қилинмиғанлиқи һәққидә тәпсилатлар йоқ. Бирақ русийә тәвәсидә моңғуллар билән бир етник гуруппиға мәнсуп қалмақийә вә буриятийә җумһурийәтлири мәвҗут болуп, бу җумһурийәтләрдики хәлқләрниң өзлирини охшашла чиңгизханниң әвлади дәп һесаблап шилинғолда өлтүрүлгән моңғул чарвичи мәргәнгә, җүмлидин өз тили, мәдәнийити вә яйлақлиридин айрилғанлиқи үчүн нарази болуп кочиға чиққан моңғулларға күчлүк һесдашлиқи қилидиғанлиқини президент медведевниң яхши билиши тәбиий.
Ички моңғулдики өз қериндашлири мәсилиси һәққидә һазирчә гәп қилмиған моңғулийә президенти әлбегдорҗи 31-май күни москва университетида нутуқ сөзлигән.
Хитайниң мәсилиләргә болған етирапи
Чиңгизханниң әвлади әлбегдорҗиниң москва сәпири җәрянида, хитай һөкүмитиниң ички моңғулдики наразилиқлириға нисбәтән йеңичә мәйдани оттуриға чиққан болуп, б б с агентлиқиниң йезишичә, ички моңғул көмүр кан идариси “көмүр кан саһәси вә көмүр канларниң бихәтәр ишләпчиқиришини башқурушни техиму күчәйтиш һәққидики җиддий уқтуруш” намлиқ бир һөҗҗәтни елан қилип, бир қатар чарә тәдбир қоллинип, екологийилик муһитни вә хәлқниң мәнпәитини қоғдайдиғанлиқини җакарлиди. Ички моңғул аптоном райони һөкүмитиниң рәиси батур 1-июн күни хитай компартийә мәркизий комитетиниң мәхсус журнили “әмәлийәт” тә мақалә елан қилип, ички моңғулдики иҗтимаий-иқтисадий мәсилиләрниң мәвҗутлуқини етирап қилди. У ички моңғулдики 60 % кәмбәғәл җайларниң моңғуллар зич олтурақлашқан җайлар икәнликини көрсәтти.