“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” хизмәт мәркизи ачти

Голландийидә паалийәт қиливатқан “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” йеңи хизмәт мәркизи ачти. Паалийәткә қатнашқан җәмийәт мәсуллири мәзкур мәркәзниң диний паалийәт сорунидин башқа йәнә яш әвладларни уйғур ана тили вә башқа саһәләрдә тәрбийиләйдиған мәктәп болидиғанлиқини билдүрди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.01.02
Obul-Qasim-ependi-305.jpg “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” омумий ишлар мәсули обулқасим әпәнди йиғинда қуран кәрим тилавитидин кейин сөз қилди. 2013-Йили 1-январ, голландийә.
RFA/Pidaiy

2013-Йили 1-январ сәйшәнбә голландийидики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң йеңи ечилған хизмәт залида ечилиш мурасим паалийити елип берилди.

“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” голландийидә яшаватқан уйғурлар саниниң көпийишигә әгишип, бу йәрдә елип берилидиған паалийәтләрдики орун мәсилиси вә өсүп йетиливатқан өсмүр балиларниң тәлим-тәрбийә ишлириниң системилиқ елип берилиш тәқәззасиға асасән, иқтисадниң кәм болуши вә уйғурларниң тарқақ һаләттә олтурақлишиши қатарлиқ түрлүк йетәрсиз амилларға баш әгмәй, бир йилдин бири көп издиниш нәтиҗисидә тәйярлиған бу мәркәздики тунҗи паалийитини ечилиш мурасим паалийити қилип орунлаштурди.

Голландийидики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң йеңи ечилған хизмәт залида ечилиш мурасим паалийити елип берилди. 2013-Йили 1-январ, голландийә.
Голландийидики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң йеңи ечилған хизмәт залида ечилиш мурасим паалийити елип берилди. 2013-Йили 1-январ, голландийә.
RFA/Pidaiy

Паалийәткә голландийидә яшаватқан уйғурлардин башқа, түрк вә әрәб қериндашларму қатнашти. Пешин намизидин йенип башланған паалийәт, шу йәр вақти чүштин кейин 5 йеримдә ахирлашқан болсиму, өз йериниң шадлиқидин һузурланған уйғурлар таки кәч саәт 8 ға қәдәр сөһбәтлирини давам қилди.

“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” омумий ишлар мәсули обулқасим әпәнди, қуран кәрим тилавитидин кейин сөз қилип, мәзкур җәмийәтниң бу мәркәзни ечиштики мәқсәт-муддиалири һәққидә тохталди.

Андин, мәзкур җәмийәтниң маарип ишлири мәсули абдурахман қарим кичик өсмүрләрниң тәлим тәрбийә ишлиридики дәсләпки пилан-лайиһилирини аңлитип, ата-аниларниң бирдәк маслишишини тәләп қилди.

Униңдин кейин, “голландийә ислам федератсийи”, “голландийә диянәт ишлири вәхпий”, вә “зәйст җамәси”, “тәвһид җамәси” қатарлиқ голландийидики һәрқайси тәшкилат вә җамәләрниң вәкиллири тәбрик сөзи қилип һесдашлиқини билдүрди.

“голландийә ислам федератсийи” рәиси мәһмәд ярмиш әпәнди бу мәркәзниң гүзәл вә азадә бир муһитини махтап, уйғур қериндашларни бу пурсәтниң қәдрини билишкә чақирди.

Түркийидики “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң назири абдулһәкимхан мәхсум вә баш катип абдуләһәт һаҗимлар, шветсийидики “уйғур маарип уюшмиси” ниң мәсули ниҗат әпәнди вә өмәр қарим қатарлиқларму йирақлардин зиярәткә келип, “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң бу ғәлибилирини тәбриклиди вә қиммәтлик тәҗрибә-савақлири билән мәдәт бәрди.

“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” 2006-йили тәшкилләнгән вә 2010-йили рәсмий елан қилинған. Улар голландийидики уйғурларниң дини еһтияҗлирини асас қилған хизмәтләрни ишләп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.