Хәлқара адаләт мәһкимисиниң косова һәққидики һөкүмигә қарита инкаслар

Хәлқара адаләт мәһкимиси косова мустәқиллиқиниң хәлқара қанунларға хилап әмәслики һәққидики һөкүмини елан қилғандин кейин, мәсилигә йеқиндин яки узақтин алақидар тәрәпләрдә охшимиған инкасларни пәйда қилди. Серибийә адаләт мәһкимисиниң һөкүмини инкар қилидиғанлиқини билдүрсә, косова парламенти адаләт мәһкимисиниң һөкүмини алқишлаш билән биллә, һазирға қәдәр косовани техи етирап қилмиған дөләтләрни,косовани етирап қилишқа чақирди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.26

Хәлқара адаләт мәһкимиси, косова мустәқиллиқиниң хәлқара қанунларға хилап әмәслики һәққидә һөкүм чиқарғандин кейин, мәсилигә вастилик яки бивастә алақси болға дүләтләр, косова һәққидики мәйданини қайтидин көздин кәчүрүшкә башлиди. Бүгүн явропа бирлики мәзкур һөкүм һәққидә мәхсус музакирә йиғини ачқан. Йиғинда явропа иттипақидики һазирға қәдәр косова мустәқиллиқини рәт қилип келиватқан испанийә,гритсийә,словакийә вә романийә қатарлиқ 5 дөләтни, косова һәққидики мәйданини өзгәртишкә дәвәт қилған. Косова ташқи ишлар министири, һазирға қәдәр 40 қа йеқин дөләтниң, адаләт мәһкимисиниң һөкүмини күтүп кәлгәнликини билдүрүп, бу дөләтләрни косовани етирап қилишқа чақирған. У йәнә, б д т омуми йиғини ечилиштин бурун, һәрқайси дөләтләрниң вәкиллири билән сөзлишиш үчүн түнүгүн америкиға йетип кәлгән. Сирибийә ташқи ишлар министири, нөвәттә 55 дөләтниң косова мәсилисидә теңирқаш ичидә икәнликини билдүрүп, бу дөләтләрни өз тәрипгә тартиш үчүн дипломатик һәрикәткә өткән.

Б д т баш катипи бан кимон бүгүн бу һәқтики сөзидә, косова вә серибийә тәрәпни вәзийәтниң тәрәққиятида иҗабий йол тутушқа чақирған. Дуня ислам тәшкилатиму бүгүн баянат елан қилип, адаләт мәһкимисиниң һөкүмини тәбриклигән. Франсийә ташқи ишлар министири косовани зиярәт қилип, косова мустәқиллиқини қоллаш мәйданиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, гиритсийә косова мустәқиллиқини қоллайдиғанлиқи һәққидә сигнал бәргән. Иранму бу һәқтә мәхсус музакирә елип баридиғанлиқини билдүргән.

Нөвәттә, серибийә тәрәпниң әң көп тәкитләватқини " әгәр косова мустәқил болуп кәтсә, барлиқ дөләтләрдә бөлгүнчилик әвҗ елип кетиду " мәсилисидур. Бу һәқтә бүгүн әнгилийә вә германийә ипадә билдүрүп, косованиң әһвалиниң алаһидә бир әһвал икәнликини вә униң башқа район вә милләтләргә үлгә болалмайдиғанлиқини әскәрткән вә косовани қоллашта иккилиниватқан яки қарши туруватқан дөләтләрни хатирҗәм болушқа чақирған. Сиерийә ахбаратида баян қилинишичә, хитай һөкүмити косова мустәқиллиқини қоллимаслиқ мәйданида чиң туридиғанлиқини билдүргән. Мәһкиминиң қараридин әндишигә чүшкән дөләтләрдин бири сипрус болуп, бугун сипрус мәтбуатлирида мәһкиминиң мәзкур һөкүми шум хәвәр дәп хәвәр қилинған.

Шималий сипрус түрк җумһурийити өзлириниң әмәлийәттә косова билән охшаш шараитта икәнликини, бирақ дуняниң өзлиригә пәрқлиқ муамилә қилип келиватқанлиқини әйиблигән.

Бүгүн йәнә, явропа иттипақиниң бирлик вә һәмкарлиқ тәшкилати серибйәни реаллиқни қобул қилишқа, пайдисиз вә үнүмсиз һәрикәтләрдин сақлинишқа чақирған. Мәзкур комитет йәнә, әгәр серибийә косова мустәқиллиқини етирап қилса, униң явропа бирликигә кириш қәдимниң тезлишидиғанлиқини билдүргән. Америкиниң косова әлчиси, хәлқара адаләт мәһкимисиниң һөкүмини, америка вә явропа дөләтлириниң, йиллардин бери косовани қоллап елип барған һәрикәтлириниң тоғра икәнликини испатлиди дегән. Бүгүн серибийә сабиқ ташқи ишлар министири сербийә һөкүмитини косова мәйданини өзгәртишкә, косова мустәқиллиқини рәт қилишниң орниға косовадики серпларниң вә черкавларниң қоғдилиши үчүн һәрикәт қилишқа чақирған.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.