Рабийә қадир ханим: “гәрчә бир күн болсиму әһмийәтлик сәпәр болди”
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.10.24
2011.10.24
RFA
Әркинлик йүрүшиниң бу қетимлиқи мәркизи италийидики әркин мәдәнийәт җәмийитиниң орунлаштуруши вә көп җәмийәтләрниң һәмкарлишиши билән вуҗудқа чиққан болуп, дуня уйғур қурултийи җайлардики уйғурларни тәшкилләп үч дөләттики паалийәткә ортақлашти.
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим паалийәтниң италийиниң пайтәхти римда елип берилгән қисмиға иштирак қилди. Италийә сәпирини оңушлуқ түгитип йеңила вашингтонға қайтип кәлгән рабийә қадир ханим, ишханисида зияритимизни қобул қилип, “бу қетим италийигә қаратқан сәпирим гәрчә бир күнлүк болған болсиму бирақ әһмийити интайин зор дәп қараймән” деди.
Рабийә қадир ханимниң римдики әһмийәтлик бир күни һәққидә мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.