Шветсийәдә хитай һөкүмитигә қарши йәнә намайиш елип берилди

Шветсийә уйғур маарип уюшмиси вә "шветсийә түрк җәмийәтлири мәмликәтлик бирләшмиси" ниң бирликтә уюштуруши билән стокһолимниң мәркизи мәйданлириниң бири болған пуқралар мәйданида хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши елип барди.
Мухбиримиз йалқун
2009.09.28
Shiwetsiyide-1-Oktebir-namayishi-305.jpg Сүрәт, шветсийә уйғур маарип уйушмиси вә "шветсийә түрк җәмийәтлири мәмликәтлик бирләшмиси" ниң бирликтә уйуштуруши билән стокһолимниң мәркизи мәйданлириниң бири болған пуқралар мәйданида хитай һөкүмитигә қарши елип берилған наразилиқ намайишидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Yalqun

Намайишқа шветсийәдә яшаватқан уйғурлардин сирт "шветсийә түрк җәмийәтлири мәмликәтлик бирләшмиси", "әзәрбәйҗан мусават партийисиниң стокһолим шөбиси", "әзәрбәйҗан дуня қурултийи", "әзәрбәйҗан шветсийә мәмликәтлик бирлики", "әзәрбәйҗан азадлиқ мунбири", "шветсийә қарабағ мәдәнийәт мәркизи", "хитайдики инсан һәқлиригә ярдәм бериш җәмийити", "вә " шветсийә йешиллар партийиси" қатарлиқ тәшкилатларниң вәкиллири вә бир қисим өзбек сияси паалийәтчилири иштирак қилди.

Намайиш җәрянида һәрқайси җәмийәтниң вәкиллири сөзгә чиқип хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан миллий кәмситиш сияситини қаттиқ тәнқидләш билән биргә уйғурларға болған һесдашлиқини билдүрди. Улар сөзлиридә тарихтин буян қан - қериндаш болуп яшап киливатқан түрки хәлқләр һечбир заман бир - бириниң бешиға кәлгән күлпәтләргә қол - қоюштуруп қарап туралмайдиғанлиқлирини билдүрүшти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.