Шветсийә уйғур комитетиниң 6-қетимлиқ сайлими болуп өтти
2013.01.21
Шветсийә уйғур комитети шветсийидики уйғурларни асас қилип қурулған, дуня уйғур қурултийиға әза тәшкилатларниң бери болуп, җәмийәтниң низамнамисидә һәр икки йилда бир қетим сайлам елип бериш бәлгиләнгән. Сайлам комитети бир ай илгири һәрқайси алақә васитилири арқилиқ шветсийидики уйғурларға сайлам һәққидә учур тарқитип, шветсийә уйғур комитетиға рәис болушни халиғучиларниң өзини намзат көрситишини тәшәббус қилған иди.
Сайлам бәлгиләнгән вақитта, демократик усулда наһайити тәртиплик елип берилди. Алди билән шветсийидики уйғурларниң йигит беши, җамаәтниң чоңи фаруқ әпәнди сөзгә чиқип, сайлам елип беришиниң муһимлиқи вә немә үчүн сайлам елип берилидиғанлиқини чүшәндүрди. Униңдин кейин җәмийәтниң бурунқи рәиси алдинқи қетимлиқ вәзипә өтигән мәзгилидики хизмәтлиридин доклат бәрди. Сайлам тәртипигә асасән йеңидин сайланған рәис абдушүкүр самсақ өзи һәққидә қисқичә мәлумат бәрди вә кәлгүси хизмәтлири һәққидә тохталди.
Сайламниң ғәлибилик болғанлиқидин тәсирләнгән бир уйғур момай оттуриға чиқип йеңидин сайланған рәискә доппа кийдүрди вә өзиниң һаяҗанлиқ һессиятини изһар қилди.
Шветсийә уйғур комитети 2003-йили мәрһум күрәш көсәнниң тәшәббуси вә тәшкиллиши билән қурулған тәшкилат болуп, шундин бери шветсийидә паалийәт қилип кәлмәктә.