Түркийиниң һөрийәт гезитидә “уйғурлар сүрийидә урушқа қатнишиватиду” сәрләвһилик хәвәр елан қилинди
2012.10.29
Йәр шари вақти гезитидә “шәрқий түркистан террор тәшкилатлири рәһбәрлириниң тәшкилат әзалирини җиһат қилиш үчүн сүрийигә әлқаидә террор тәшкилатиниң йолйоруқиға бинаән әвәтиливатқанлиқи” илгири сүрүлгән.
Һөрийәттә елан қилинған бу хәвәрдә, йәр шари вақти гезитигә баянат бәргән хитай рәһбәрлириниң 5-айдин бери уйғур террорчиларниң сүрийигә әвәтиливатқанлиқи, буларниң әлқаидә тәшкилати билән мунасивити барлиқини илгири сүргәнлики баян қилинған. Исмини ашкарилимиған бир хитай рәһбәр, бу тәшкилатларниң зәһәрлик чекимлик, булаңчилиқ, қорал-ярақ әткәсчилики вә инсанларни гөрүгә елишқа охшаш ишлар билән иқтисадини қамдап келиватқанлиқини илгири сүргән.
Сүрийиниң бейҗиңда турушлуқ әлчиси бу һәқтә түркийини әйиблиди
Хитайниң рәсмий ахбарат органлиридин бири болған йәр шари вақти гезитиниң соаллириға җаваб бәргән сүрийиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси имад мустафа, уйғурларниң сүрийидә урушқа қатнишиватқанлиқи һәққидә қолида испат йоқлуқини, әгәр бу тоғра болса, әҗәпләнгили болмайдиғанлиқини илгири сүргән.
Имад мустафа, ирақ вә ливийилик әсәбий күчләрниң түркийә чеграсидин сүрийигә кирип урушқа қатнишиватқанлиқини илгири сүрүп түркийини әйиблигән.
Гезиткә баянат бәргән түркийиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси мурат селим әсәнли сүрийә әлчисиниң дегәнлирини қобул қилмиған. Түркийә әлчиси түркийиниң террор тәһдитигә учраватқан дөләт икәнликини дегән.
Хитайдики йәр шари вақти гезитигә хитай рәһбәрлириниң бундақ бир баянат беришидики сәвәб немә? растинила шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири сүрийигә уйғур әвәтиватамду дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә истратегийә мутәхәссислиригә микрофонимизни узаттуқ.