Тәйвәнликләр кимликини қандақ сақлаватиду?

Йеқиндин буян тәйвән учур васитилиридә, йәрлик тәйвәнликләрниң өзиниң кимликини қандақ сақлаватқанлиқиға даир һекайиләр елан қилиниватиду. Тәйвәндә чиқидиған "әркинлик тор гезити" дә түнүгүн, тәйвәндики лин гуәнҗи исимлик бир тарих оқутқучисиниң, дәрсханида "тәйвән тарихи" ни сөзлигәндин кейин, оқуғучилар қойған соалларни вә бу оқутқучиниң оқуғучиларға бәргән җаваблирини тәсвирләп мақала елан қилди.
Мухбиримиз вәли
2010.09.24
Teywen-110608-namayish-305.jpg 6 - Нойабир күни, коммунст хитайниң 'деңиз җәмийити' ниң башлиқи чен йүнлин тәйвәндики зийарити җәрйанида 10 миңлиған тәйвән хәлқи намайиш қилип чен йүнлинни қарши алмиған вә сақчилар билән тоқунушқан.
AFP Photo

Тәйвәнликләр иккинчи дуня урушиға қатнашқанму?

"Тәйвәнликләр өзи сөзләватқан тәйвән тарихи" сәрләвһилик бу мақалида баян қилинишичә, лин муәллим дәрсханида, тәйвән тарихида йеқинқи 400 йил ичидә йүз бәргән әң вәһимилик чоң ишларни баян қилғанда "тәйбей шәһири 945‏1 - йили 5‏ - айниң 31‏ - күни уштумтут һава һуҗумиға учриди. Бирла вақитта тәйвән университетиниң дохтурханиси билән тәйбей вогзали бомбилинип харабиликкә айланди. Бу, инсанийәт тарихидики чоң шәһәрләргә қилинған һуҗумлар ичидә, әң вәһший васитә қоллинип қилинған һуҗум болуп һесаблиниду. Тарихта, һечқандақ җаһангир дохтурхана дегәнни бундақ вәһший бомбилап бақмиған. Бу вәқәни һазирқи бир - икки әвлад тәйвәнлик билмәйду. Буниңдин бурун гоминдаңчилар бу вәқәни 'японийигә қарши уруш қилған 8 йил ичидә, тәйвән японийиликләрниң һава һуҗумиға учриғанда йүз бәргән вәқә ', дәп чүшәндүрүп кәлди. Бу вәқә һазирқи ма йиңҗу һөкүмити түзгән дәрслик китаблардиму әйнән баян қилинмайду" дегәндә, оқуғучилар "муәллим, биз тәйвәнликләр иккинчи дуня урушиға қатнашқанму?" дәп сориған.

Тәйвәнликләрниң тинч окян урушиға қатнашқан тарихини, хитай тарихчилири "хитайларниң японға қарши урушиниң бир қисми" дәвалған

Лин муәллим уларға: "қатнашқан. Биздәк мушу әвлад тәйвәнликләрниң әҗдадлири, япон империйиси армийисиниң тәркибидики тәйвән қисимлирида хизмәт көрсәткән. Бу тарихни тәйвән нуқтиинәзири билән көзитип сөзләш керәк. Әмма тәйвәнликләрниң тинч окян урушиға қатнашқан тарихини һазир, хитай тарихчилири бурмилап, өзгәртип 'хитайларниң японға қарши урушиниң бир қисми ' дәвалди" дәп чүшәндүргән.

Тәйвәнликләр хитайчә йилнамә қолланмайду

Тәйвәндики ли шавфең исимлик бир язғучи өзиниң тор бетидә, "хитайниң тәйвәнгә таҗавуз қилиш тарихи" ни баян қилди. Униңда археологийилик испат көрситип баян қилинишичә, буниңдин 15 миң йил бурун, тәйвән арилиниң шәрқ тәрипидики өңкүрләрдә яшиған адәмләр қалдурған мәдәнийәт излири бар. Буниңдин 7 миң йил бурун, бу аралдики татлиқ су ақидиған кубали дәряси вадисида териқчилиқ, сапалчилиқ тәрәққий қилған.

Ли шавфең әпәнди тәйвән тарихиға даир баянлириниң һечбир йеридә, тәйвәндики гоминдаңчи әдибләр қоллинидиған "җәнго дәври", "хән, таң сулалилири дәври" дегәндәк йилнамиләрни қолланмай, пүтүнләй тәйвәнниң өзиниң йилнамисини қолланған. Шундақла, хитай армийиси тәйвәнгә таҗавуз қилғанда йүргүзгән қирғинчилиқларни наһайити тәпсилий баян қилип, уни тәйвәнликләрниң мәңгүлүк әс - хатирисигә айландурған.

Тәйвәндики бир бай кимликини өзгәртиш үчүн берилгән 2 милйон 500 миң америка доллирини алмиди

Тәйвәндә чиқидиған "әркинлик тор гезити" дә бүгүн йәнә, тәйвәндики милярдер байлар кулубиниң әзаси зең яли исимлик бир катта бай ханимниң йеңи һекайисини елан қилинди. Униңда ейтилишичә, бейҗиңдики хуабин хәлқара мәбләғ гуруһи өткән айда, зең яли ханим билән бир келишим имзалаш үчүн тәклипнамә әвәткәндә, 2 милйон 500 миң америка доллирилиқ нәқ пул чекини қошуп әвәткән. Шундақла, бу ханимға йәнә бейҗиңда шәхсий айропилан қоллиниш вә алаһидә туралғуда туруш һоқуқи беридиғанлиқини җакарлиған. Хитай бу бай ханимдин пәқәт кимликини өзгәртип "хитай пуқраси" болушнила тәләп қилған.

Хәвәрдә баян қилинишичә, бу тәйвәнлик мирасхор бай ханим "мән кимликимни һәргиз өзгәртмәймән" дәп җакарлап, хитайниң тәклипнамисини рәт қилған. Бундақ тәклипнамини қобул қилмаслиққа зең яли ханимниң дадисиму қошулған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.