Уйғурларниң кәлгүси һәққидә мулаһизә

Мутәхәссисләрниң қаришичә, һәр қандақ бир милләт өзлириниң кәлгүси һәққидә аддий чүшәнчә билән болсиму чоңқур ойлиниши мумкин. Чүнки һәр қандақ бир милләтниң тәқдири бир районниң бир хәлқиниң бир аилиниң бир шәхсниң кәлгүси билән зич мунасивәтлик.
Мухбиримиз арислан
2010.09.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Dr-Erkin-Ekrem-sozde-305 Сүрәт, доктор әркин әкрәм әпәнди истанбулда ечилған "уйғур пән ‏- маарипиниң бүгүни вә кәлгүси тәрәққийати" дегән темида өткүзүлгән илми муһакимә йиғинида "уйғурларниң кәлгүси һәққидә мулаһизә" дегән темида сөз қиливатқан көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Уйғурларниң кәлгүси һәққидә ойлиниш мәйли уйғур тәтқиқатчилар болсун, мәйли чәтәллик мутәхәссисләр болсун узундин буян қизиқип келиватқан муһим бир нуқта.
 
Йеқинда истанбулда ечилған "уйғур пән ‏- маарипиниң бүгүни вә кәлгүси тәрәққияти" дегән темида өткүзүлгән илми муһакимә йиғинида сөз қилған доктор әркин әкрәм әпәнди, уйғурларниң кәлгүси һәққидә мулаһизә дегән темида тохталди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди уйғурларниң кәлгүси һәққидә тохтилип мундақ деди: "уйғур мәсилиси хәлқарада күндин күнгә күчийиватиду, уйғур мәсилиси түркийә билән хитайниң мунасивәтлирини бузалайдиған, канадаға охшаш чоң дөләтләрниң министирлири тилға алидиған мәсилигә айланди. Әмма уйғурлар аҗиз болғачқа бу хәлқара пурсәттин пайдилиништа нәтиҗисиз қеливатиду."

Доктор әркин әкрәм әпәнди сөзидә йәнә уйғурлар мустәқиллиқни тәләп қилса хәлқараниң қоллишиға еришәлмәйдиғанлиқиниң сәвәблирини үстидә тохталди. Униңдин башқа йәнә уйғур мәсилиси билән шәрқий түркистан мәсилисиниң охшашмаслиқ пәрқлири үстидә пикир йүргүзди.
 
Доктор әркин әкрәм әпәнди сөзидә йәнә мустәқиллиқ йолида үч хил усулниң мәвҗутлуқини оттуриға қоюп, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқида қайси хил усулниң нәтиҗилик болидиғанлиқини ипадилиди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.