1-Өктәбир мунасивити билән канаданиң ванковер шәһиридә намайиш өткүзүлди

Бүгүн канаданиң ванковер шәһиридики уйғурлар ванковер шәһиридики хитай баш консулханисиниң алдида наразилиқ намайиши өткүзди.
Ихтиярий мухбиримиз камил турсун
2011.10.03
Kanada-wankower-urumqi-namayish-305 12 - Ийул, канада уйғур җәмийити ванкувер шөбисиниң мудири өмәрҗан әпәндиниң йетәкчиликидә, канаданиң ванкувер шәһиридә үрүмчи қанлиқ қирғинчилиқиға қарши намайиш елип берилди.
RFA Photo / Kamil Tursun

Бүгүн дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларға охшаш канаданиң ванковер шәһиридики уйғурларму хитай коммунист һакимийитиниң мустәмликә сиясәтлирини әйибләш вә уйғур хәлқиниң хитай мустәмликичилиригә қарши ирадисини намаян қилиш үчүн, ванковер шәһиридики хитай баш консулханисиниң алдида наразилиқ намайиши өткүзди.

Ванковердики сиясий паалийәтчи өмәрҗан әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу йәрдә өткүзүлүватқан намайишни тонуштурди.

Сиясий паалийәтчи өмәрҗан әпәндиниң баян қилишичә, ванковердики фалуңгоңчилар вә хитай демократлириму охшашла хитай һакимийитигә қарши наразилиқ намайиши өткүзгән.

Ванковердики уйғурларниң канада келиш тарихи 10 йилдин ашмайду. Лекин, өмәрҗан әпәнди мәзкур шәһәрдики хитай һакимийитигә қарши наразилиқ паалийәтлирини давамлаштуруватқили 5 йил болуп қалғанлиқини тилға алди.

1-Өктәбир күни канаданиң торонто шәһиридики уйғурларму хитай һакимийитигә қарши наразилиқ намайиши өткүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.