Уйғурлар шәрқи түркистанда хитай һакимийитигә қаршилиқ қилмақта

RFA Photo
Мақалиниң баш қисмиға, өмәрҗанниң ванковерда өткүзүлгән хитай даирилиригә наразилиқ билдүрүш намайишида,шәрқи түркистанниң айюлтузлуқ көк байриқини игиз көтүрүп, тибәтликләр билән биргә турған рәсимигә орун берилгән.
Мақалә: "ванковерға тибәтликләрниң топлиниватқанлиқиға наһайити узун болғаниди. Уйғурлар болса, әмдиләдин бу йәрдә пәйда болушқа башлиди. Уйғурларниң вәкили сиясий панаһланғучи салаһийити билән бу йәргә кәлгән өмәрҗан," дәп башлиниду.
Мақалидә өмәрҗанниң хитайниң ғәрбидики уйғур райониниң йәни сабиқ шәрқи түркистанниң қәшқәр шәһиридә туғулғанлиқи, униң тибәтликләргә охшаш шәрқи түркистанниң хитайниң боюнтуриқидин қутулуп, мустәқил болушини арзу қилидиғанлиқи, уйғур районниң 1949 - йили, хитай коммунистлири һакимийитиниң контроллуқиға өткәнлики вә тибәтни хитайлар 1951 - йили бесивалғанлиқи қатарлиқлар әскәртилгән. Биз өмәрҗан әпәндини зиярәт қилғинимизда, у уйғурларниң ғәрб дөләтлиридики ахбарат әркинлики әвзәлликлиридин пайдилинип, өзлириниң сиясий вәзийитини тонуштуруши лазимлиқини тәкитлиди.
Мақалидә өмәрҗанниң "биз тибәтликләрни қоллаймиз, уйғурлар билән тибәтликләрниң әһвали охшишип кетиду. Биз күнләрниң биридә, мустәқиллиқимизни қолға кәлтүрәләйдиғанлиқимизға ишинимиз. Хитай даирилири тибәтликләрни бөлгүнчи, уйғурларни болса, террорчи, дәп әйиблимәктә. Хәлқара җәмийәт бөлгүнчи вә террорчи билән әркинлик җәңчиси оттурисидики пәрқләрни обдан чүшиниши керәк,дегән сөзлиригә орун берилгән.
Мақалидә ванковердики хитай консулханисиниң ярдәмчи консули ваң зеляңниң тибәт билән уйғур районида кишилик һоқуқ тәрәпләрдә "ғайәт зор" илгириләш болғанлиқи, дуняда һечқандақ бир дөләтниң кишилик һоқуқиниң мукәммәл әмәслики, хитайниң өзидики кишилик һоқуқ мәсилиси үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситиватқанлиқи,әмма бу шәһәрдә намайиш елип бериватқан уйғурлар билән билән тибәтликләрниң кишиләрниң диққитини тартиш үчүн мәсилини көптүрүшкә урунуватқанлиқи һәққидики сөзлиригиму орун берилгән.
Мақалидә уйғур райониниң куча наһийисидә йүз бәргән бомба партлаш вәқәсидин кейин, 90 нәпәр уйғурниң, қәшқәрдә болса "шәрқи түркистан ислами һәрикити" ниң әзаси дәп қаралған, 18 нәпәр уйғурниң қолға елинғанлиқи қатарлиқларму алаһидә әскәртилгән.
Бу мақалигә берилгән баһалардин биридә, уйғур райони вә тибәтни канаданиң кубәк райони билән селиштурулған вә бу мақалини хәвәрчилик йоли билән хитайға қарши елип берилған, тәтүр тәшвиқат дәп тәнқид қилған. Зияритимизни қобул қилған өмәрҗан әпәнди шәрқи түркистан вә тибәт мәсилилири билән канаданиң кубәк мәсилисиниң түптин охшимайдиғанлиқини,канада мәтбуатлириниң мустәқил мәтбуат икәнликини тәкитлиди.