Японларниң уйғурларға болған һесдашлиқи барғансери күчәймәктә
Мухбиримиз әкрәм
2010.09.13
2010.09.13
RFA Photo / Ekrem
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиниң мәлуматиға асасланғанда, японийә мухбирлириниң алайитән германийигә келип, д у қ баш штабини зиярәт қилғучиларниң сани йилдин йилға көпәйгән. Бу қетим германийигә зиярәткә кәлгән японийиликләр осака университетиниң тәтқиқатчилири болуп, улар мюнхен шәһиридә бир һәптигә йеқин туруш җәрянида уйғур миллий даваси һәққидә әтраплиқ мәлуматлар игилигәндин ташқири, уйғур тили вә мәдәнийити саһәсидә материял топлашқа тиришқан.
Японийиликләрниң 19 - әсирниң ахири 20 - әсирниң башлиридин тартип уйғур вәтинигә қизиқип кәлгәнлики тоғрисида көплигән тарихий мәлуматлар бар. 80 - Йиллардин кейин уйғур вәтинидики алий мәктәп вә оттура техником мәктәпләрдә маддий мукапатларни тәсис қилип, уйғурларниң мәдәнийәт, илим - пән ишлириға һесдашлиқ болған японийиликләрни уйғурлар яхши билиду.
2000 - Йиллардин кейин, болупму 2008 - 2009 - йиллиридин башлап, японийиликләрниң уйғурларниң сиясий мәсилилиригә болған һесдашлиқи башқидин күчийип барди. Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, муавин рәис сейит түмтүрк вә баш катип долқун әйса әпәндиләр японийидә зиярәттә болған мәзгилләрдә, японийиниң бәзи юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири һәм сабиқ баш министирлири қобул қилип, японийә һөкүмити вә хәлқиниң уйғурларға болған қоллаш һессиятини намаян қилған иди.
Д у қ баш катипи японийиликләрниң уйғурларға болған қизиқиш сәвәби тоғрисида тохтилип, икки амилни оттуриға қойди. Буниң бирини, "японийиликләр билән уйғурларниң мәдәнийәт, тил җәһәттә бәзи ортақлиқларға игә болғанлиқи" деди. У йәнә, японийиликләрниң уйғурларға болған қизиқишини күчәйтиватқан иккинчи сәвәбниң сиясий амил икәнликини оттуриға қойди.
Хәвәрләрдин қариғанда, һазир японийидә яшаватқан бир қисим уйғурларниң японийә паспортлириға еришиш мәсилилири һәл болуватқан болуп, японийә - хитай оттурисидики сүркилишниң күчийиши, уйғурлар мәсилисигә болған қизиқишини йәниму күчәйткән һәм хитай тәһдитигә әң қаттиқ учраватқан японийиниң, хитайниң парчилинишини үмид қилиш хаһиши барғансери юқири өрлигән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.