Хитайниң әнқәрәдики әлчихана хадими: “уйғурларниң паспорти үрүмчигә әвәтилип узартилиду”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.04.18
istanbul-xitay-konsulxanisi-aldi.jpg Хитайниң истанбулда турушлуқ консулханисиниң алди дәрвазиси.
Public Domain

Йеқинда хитайниң истанбулда турушлуқ консулханисиниң хадимлири истанбул университетиниң тил-әдәбият факултетида бир қисим уйғур вә хитай оқуғучилар билән сөһбәт йиғини өткүзүп, уларниң паспорт мәсилири һәққидә сөзләшкән.

Игилишимизчә, истанбул университетиниң тил-әдәбият факултети фуат көпрүлү намидики синипта чақирилған йиғинға истанбулда оқуватқан уйғур вә хитай оқуғучилардин болуп 20 әтрапида киши қатнашқан.

Истанбул университетида оқуватқан мәмәт исимлик уйғур оқуғучиниң ейтишичә, бу сөһбәт йиғинида хитай консулханасиниң хадимлири уйғур оқуғучиларниң паспортлирини узартиш рәсмийәтлири вә уларниң тәтилләрдә юртиға қайтиш мәсилилири тоғрисида бир қисим учур бәргән.

Униң дейишичә, паспорти яки саяһәт паспортиниң вақти тошқан уйғур оқуғучилар истанбулдики хитай консулханисиға илтимас сунса болидикән. Әмма истанбулдики хитай консулханисиниң паспорт узартиш һоқуқи болмиғачқа, илтимас қилғучиларниң рәсмийәтлирини уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назаритигә әвәтип беридикән. Үрүмчидин бу һәқтә қарар кәлгәндин кейин андин паспортни узартқили болидикән.

Хитай консулхана хадими йиғинда паспорт узартмақчи болған уйғур оқуғучиларниң 3 парчә өлчәмлик сүрити билән паспортиниң көпәйтилгән нусхисини қошуп илтимас қилса болидиғанлиқини дегән.

Хитай хадим йәнә уйғур оқуғучиларниң юртиға қайтиши тоғрисида тохтилип, уйғур районини вәзийитиниң хитайниң ички өлкилириниң вәзийитигә охшимайдиғанлиқини, һазирчә уйғур оқуғучилар юртиға қайтса аваричиликкә учраш еһтималиниң барлиқини, шуңа бу һәқтә ениқ йолйоруқ кәлсә, андин оқуғучиларға мәлумат беридиғанлиқини дегән.

Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда хитайниң түркийәдә турушлуқ консулханилири 2014-йилидин тартип уйғурларниң паспортини узартиш ишини бәкла қейинлаштуривәткән.

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиға телефон қилдуқ. Хитай әлчиханисиниң мәдәнийәт хизмәтлиригә мәсул дипломати ши руйлин соаллиримизға җаваб берип, мундақ деди: “консулханилиримиз һазир паспорт узартиш рәсмийәтлирини өтәватиду. Җуңгониң қанунида чәтәлдә туруватқан җуңго пуқралириниң паспорти җуңгоға әвәтилип узартилиду. Һәтта мениң паспортумни шундақ.”

Биз униңдин “уйғурлар хитай әлчиханисиға барса паспортини узартип бәрмәптиғу?” дегән соалимизға ши руйлин мундақ җаваб бәрди: “һазир әлчиханимизға паспорт узартидиғанлар илтимас қиливатиду. Рәсмийәтләрни җуңгоға әвәтип узартип беримиз. Җуңго пуқраси болған уйғурлар паспорт узартиш илтимаси сунса болиду, әмма саңа охшаш түрк пуқраси болғанлар илтимас қилалмайду.”

Хитайниң истанбулдики консулханисиниң истанбул университетида ачқан сөһбәт йиғини һәққидә мәлумат елиш үчүн бу йиғинға қатнашқа уйғур оқуғучиси мәмәт билән телефон сөһбити елип бардуқ. У мәзкур сөһбәт йиғини һәққидә бир қисим мәлуматларни йәткүзди.

Уйғур диярида милюнлиған уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик түркий хәлқләр түрмә вә лагерларға ташланған, чәтәлдики миңлиған уйғурлар уруқ-туғқанлири билән алақилишәлмәйватқан бүгүнки күндә хитайниң истанбулда турушлуқ консулханисиниң бундақ бир йиғин чақириштики мәқсити зади немә?

Бу һәқтики соалимизға җаваб бәргән әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди хитайниң хәлқарада уйғур мәсилиси тоғрисидики бесимларға бәрдашлиқ берәлмәй, вәзийәтни юмшитишқа тиришиватқан болуши мумкинликини илгири сүрди.

Хитай консулхана хадимлири уйғур оқуғучиларға “юртуңларниң вәзийити җуңгониң ички өлкилириниң вәзийитигә охшимайду, әгәр юртуңларға қайтсаңлар аваричиликкә учришиңлар мумкин” дегән. Доктор әркин әкрәм әпәнди хитай консулиниң бу сөзлиригә инкас қайтурди. У 2010-йилидин тартип хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситиниң өзгәргәнликини, 2016-йилиниң ахиридин тартип хитайниң уйғур диярида бастуруш сияситини җиддийләштүргәнликини, шуңа хитай дипломатлириниң бу һәқтә дуняға вә уйғур оқуғучиларға ениқ бирнәрсә дейәлмәйватқанлиқини тәкитләп өтти.

Түркийә маарип министирлиқи бәргән мәлуматқа асасланғанда, түркийәдә оқуватқан уйғур оқуғучилар 2018 нәпәр болуп, уларниң хели көп қисминиң паспортлириниң муддити тошуп кәткән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.