Уйғур елиниң җәнубидики бәзи җайлада қар апити йүз бәрди
2005.02.21
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қәшқәр билән хотәндә 21 - февралғичә 30 миң туяқ чарва мал қар апитидә өлгән. Буниң ичидә хотәнниң гума наһийисидә өлгән чарва малларниң сани 14 миң туяқ болуп, 245 еғиз өй өрүлгән.
17 - Февралдин башлап йеғишқа башлиған қарниң қелинлиқи, хотән, қәшқәр вә қизилсудики бир қисим наһийә вә шәһәрләрдә 30 сантиметирға йәтти. Бу юқириқи районларда йеқинқи 20 йилдин бери яғқан әң қелин қар болуп һесаблинидикән.
Гума наһийисидики даириләрниң билдүрүшичә, 12 миң туяқ чарва мал гуманиң тағлиқ районидики қишлақларда қамилап қалған. Йәкән тағлиқ районида чарвичилиқ билән шуғуллинидиған 19 кәнттики 30 миң туяқ чарва мал йәм - хәшәксиз қалған. Йолни қар бесивалғанлиқтин апәт районидики чарвучиларға қутқузуш буюмлирини йәткүзүш қийинчилиққа учримақтикән.
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йәрлик даириләр апәт районидикиләр үчүн хотән вилайити бойичә пуқралардин 1 милйон 400 миң йүән пул топлиған.
Уйғур елиниң хотән, қәшқәр қатарлиқ җайлириға хошна болған һиндистан башқурушидики кәшмир районидиму қаттиқ қар яғқан болуп, с н н (CNN) ниң хәвәр қилишичә, мәзкур районда 154 адәм өлгән, 200 дин артуқ адәмниң из-дерики болмиған.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елиниң онсу наһийисидә 4.7 Бал йәр тәвриди
- Или дәряси бойи әтрапида тупрақ серилиш әһваллири йүз бәрмәктә
- Үрүмчи һава келиматиниң өзгириши сәвәбидин, авиатсийә қатниши тохташқа мәҗбур болған
- Или дәря вадисидики апәттин келип чиққан иқсадий зиян 20 милйон юәнгә йәтти
- Илида 100 миң киши һөл йеғин апитиниң тәсиригә учриди
- Или дәря вадисидики 100 миң киши су апитиниң зиянкәшликикә учриди
- Қазақистан вә уйғур елиниң чигра раюнида йәр тәврәш вәқәси йүз бәрди