Ақсуниң бай наһийисидики бир көмүркенида вәқә йүз бәрди
2005.10.04
Уйғур аптоном райониниң бай наһийиси ятур йезисидики бир көмүр кенида сәйшәнбә күни чүштин бурун газ партлаш вәқәси йүз берип, 14 адәм кан астида қамилип қалди, икки адәм яриланди. Игилишимизчә, кан астида қамилип қалғанларниң өлүк - тириклики һазирға қәдәр мәлум әмәскән.
Вәқә сәйшәнбә күни әтигән саәт 10:45 ларда йүз бәргән болуп, вәқә йүз бәргәндә кан астида 25 ишчи мәшғулат елип беривататти. Вәқә йүз бәргәндин кейин ишчилардин 11 киши кан сиртиға қечип чиқивалған, бу җәрянда икки ишчи яриланған.
Вәқә ятур көмүр кениниң 1 - номурлуқ қудуқида келип чиққан. Бу вәқә хитай баш министири вен җябав, йеқинда алақидар даириләргә көмүр канларниң бихәтәрлик әһвалини яхшилаш тоғрисида буйруқ чүшүрүп узун өтмәй йүз бәрди. Буниңдин илгири, уйғур аптоном райониниң фукаң наһийисидики бир кенида йүз бәргән газ партлаш вәқәсидә 80 дин артуқ адәм өлгән.
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, җоңго көмүр кан бихәтәрлик тәкшүрүш идарисиниң башлиқи ли йиҗоң, ятурдики вәқә йүз бәргән канниң игилири вә җавабкарлиқи бар кишиләрни контрол қилиш тоғрисида буйруқ чүшүргән. (Әркин)