Ваң лечүән : уйғур елида қош тил маарипини қилчә тәврәнмәй йолға қоюш керәк


2008.01.17

Хитай һөкүмитиниң уйғур елигә тәйинлигән әмәлдари ваң лечүән , аптонум районлуқ 11 ‏- нөвәтлик хәлқ қурултийи 1 ‏- йиғинида ихтисаслиқлар арқилиқ аптонум районни қудрәт тапқузуш истратегийисини йолға қоюшни тәләп қилди.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, ваң лечүән ": нөвәттә , шинҗаң ислаһат ечиветишниң ачқучлуқ пәйтидә туриватиду, һазирқи җидди һәл қилишқа тегишлик мәсилә- ихтисаслиқларни тәрбийиләш салмиқини ашуруш, буниң үчүн балилардин оқутқучилардин башлап тутушта чиң туруш" қош тил" маарипи қурулушини қәтий тәврәнмәй илгири сүрүп, һәр милләт аммисиниң универсал сапасини түптин өстүрүш керәк" дегән .

Бирақ , ваңлечүән тилға алған " қош тил " маарипиниң, уйғур тили билән хитай тилини бирликтә елип бериш болмастин, бәлки хитай болмиған милләт пәрзәнтлирини ноқул һалда хитай тили маарипи бойичә тәрбийиләш мәқситиниң, нурғун сиясий амилларни өз ичигә алғанлиқини тәкитлигән дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди мундақ дәйду": “қош тил ” дегән бу аталғу әслидә икки тилни тәң йолға қоюш дегән мәнини билдүриду, лекин ваң лечүән тәкитләватқан қош тил , ялғуз хитай тили болуп, бу чоң хитай милләтчиликини тәрғип қилиш, хитай болмиған милләтләрниң һәммисини хитайчә сөзләйдиған җоңхуа миллити категорийисигә киргүзүш, шундақла хитайниң асмилатсийә қилип йоқутуш сияситини иҗра қилиштин ибарәт"

Ваң лечүән йәнә, сиясий паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири әң қаттиқ наразлиқ билдүрүп келиватқан , уйғур елиниң байлиқини ечиш мәсилисини тәкитләп, хитай өлкилиридики чоң гуруһларни шинҗаңни ечишқа җәлп қилиш, байлиқларни ечиш көлими вә дәриҗисини өстүрүшни оттуриға қойди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.