Хитай колин повелниң бейҗиңдики зияритидә гуантанамодики уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди


2004.10.29

Америка ташқи ишлар министирликиниң пәйшәнбә күни ашкарилишичә, хитай һөкүмити ташқи ишлар министири колин повелниң бейҗиңдики йеқинқи зияритидә, гуантанамодики уйғурлар мәсилисини йәнә оттуриға қоюп, америка һөкүмитидин тутқунларни қайтуруп беришни тәләп қилған. Бу учурни америка ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси ричард бочер пәйшәнбә күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида ашкарлиди.

Ричард бочер, америка ташқи ишлар министири колин повел бу һәптиниң башлири бейҗиңға барғанда, хитай тәрәпниң гуантанамодики уйғурларни қайтуруп беришни йәнә тәләп қилғанлиқини илгири сүрди. Хитай ташқи ишлар министирлики колин повелниң зияритидин сәл илгири елан қилған баянатида, америка ташқи ишлар министири билән террорчилиқ мәсилисини музакирә қилидиғанлиқини билдүргән

Бирақ ричард бочер, америкиниң уйғур тутқунлар мәсилисидики мәйданида өзгириш болмиғанлиқини әскәртип, уйғурларни қобул қилидиған 3 - бир дөләт чиқмиса тутқунларни җазалимайдиғанлиқи вәдиси билән бейҗиң даирилиригә өткүзүп беридиғанлиқи һәққидики хәвәрниң растлиқини рәт қилди. Бочерниң ашкарлишичә, америка дөләт мудапиә министирлики уйғур тутқунларниң йеримидин көпрәкини қоюп беришни қарар қилған. Ричард бочер, америкиниң бәзи дөләтләр билән тутқунларни орунлаштуруш мәсилиси бойичә давамлиқ сөһбәт елип бериватқанлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.