Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита сиясий һәркәтлирини давамлаштурватқанлиқини билдүрмәктә
2004.11.23
Уйғурларниң мустәқиллиқи үчүн сиясий дава елип бериватқан дуня уйғур қурултийи 23 - ноябир күни баянат елан қилип, хитай даирлириниң уйғур диний затларға қарита елип бериватқан, меңә ююш сиясий һәркитини тәнқидлиди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, тәйвәндики мәркизи агентлиқниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң, шәрқий түркистанда йәнә бир қетим меңә ююш сиясий һәрикити башлиғанлиқини билдүргән.
Дилшат ришит истансимизниң зияритини қобул қилғанда 11 - айниң 22 - күни, байинғулин моңғул аптонум областида иккинчи нөвәтлик биринчи қарар диний затлар курсиниң дәрс башлиғанлиқини ашкарилиди. Униң ейтишичә, 7 наһийә бир шәһәрдин кәлгән 65 нәпәр уйғур бу қетимқи курсқа қатнишидикән.
Мәлум болушичә, мәзкур курс 5 күн давамлишип, диний затларға хитайниң диний сиясити, қанунсиз диний паалийәтләргә қарши туруш қанун - низамлири шуниңдәк хитай компартийисиниң 16 - нөвәтлик 4 - омумий йиғининиң роһини йәткүзүш һәмдә аптонум район, аптонум областларниң сиясий йөнилиши вә шинҗаңниң тарихи тәрәққиятини тонутуш, курсниң асасий мәқсити икән.
Буниңға охшаш курслар, уйғур елиниң башқа җайлиридиму елип бериливатқан болуп, хитай һөкүмити 1000 дин артуқ уйғур диний затларни курсқа қатнишишқа мәҗбурлиған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити диний паалийәтләрни контрул қилишни йәниму күчәйтти
- Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗгә беришини чәклимәктә
- Җаң шюмиң маарип сепидики үч хил күчләргә қарши күрәш һәққидә тохталди
- Уйғур қурултийиниң тунҗи нөвәтлик иҗраийә комитети һәйәтләр йиғини өткүзүлди
- Хитай һөкүмити уйғур елидики диний затларни коммунистик аңда тәрбийиләп чиқти
- Хитай уйғур елидә 50 күнлүк "қақшатқуч зәрбә бериш" һәрикитини башлиди
- Хитай уйғур елидә диний әркинликни боғиватиду
- Хитай һөкүмити бир уйғурни қанунсиз диний паалийәт елип барди дәп кәсти