Дуня уйғур қурултийиниң вәкиллири италийидики "тосақлардин өтүш" хәлқара йиғиниға қатнашти
2005.05.10
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса қатарлиқлар, алдинқи күни италийиниң рейти шәһридә ахирлашқан "тосақлардин өтүш" намидики хәлқара муһакимә йиғиниға қатнишип, явропа әллиридики уйғур мусапирларниң әһвалини тонуштурди шундақла уйғур мусапирларға көңүл бөлүнүшни тәләп қилди. Долқун әйса бу сөзләрни йиғинниң "мусапирлар вә сияси паналанғучилар комитети" дики гуруппа музакирә йиғиниға риясәтчилик қилғанда сөзлигән.
Бу қетимқи йиғинда дуня уйғур қурултийиниң маарип ишлар һәйити қәйсәр абдурусул, уйғурлар дуч келиватқан һәр хил айримичилиқлар һәққидә мәлумат бәргән. Йиғинда сияси паналанғучилар вә мусапирлар , фашизимға қарши хәлқара иттипақ, көп қирлиқ айримичилиқлар, ислам вә йәһуди дүшмәнлики, мәтбуат, алақә вә ериқчилиққа қарши туруш лаһийилирини шундақла бу тосақларни һалқиш чарилирини музакирә қилған.
"Тосақларни һалқиш" намидики бу қетимқи йиғин явропа кеңишиниң иқтисади ярдими билән ечилди, әмма йиғинни италийидики рити муһаҗирлар җәмийити, италийә тәнһәрикәтчиләр бирләшмиси, финландийә қизил крест җәмийити, русийидики кишилик һоқуқ яшлар һәрикити, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатлар уюштурған.
Йиғинға 40 қа йеқин дөләттики 93 аммиви тәшкилат вәкиллири иштирак қилди. Уйғурларниң һазирқи вәзийити йиғинниң музакирә күнтәртипигә киргүзүлгән. Йиғинда уйғур аптоном районидики атом синақлириниң тәсири әкс - әттүрүлгән һөҗҗәтлик филим "йипәк йолидики өлүм" көрситилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ вәкиллири италийидики хәлқаралиқ йиғинға қатнашти
- Уйғурлар мәсилиси, италийидики хәлқаралиқ йиғинда оттуриға қоюлиду
- Д у қ бейҗиңниң уйғур елидә "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни тәшвиқ қилғанлиқини әйиплиди
- Уйғурлар канадада йиғин ечип, шәрқий түркистан мәсилисини музакирә қилиду
- Д у қ шивитсарийә сақчилириниң йолсиз қилмишлирини әйиплиди