Хитай албанийә һөкүмитидин 5 уйғурни қайтуруп беришни тәләп қилди
2006.05.08
Хитай дүшәнбә күни албанийә һөкүмитидин гуәнтанамодин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп беришни тәләп қилди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң албанийидики баш әлчиси тйән чаңчүнниң албанийә һөкүмитигә йоллиған баянатида, бейҗиң һөкүмитиниң бу бәш нәпәр уйғурни дәрһал хитайға қайтуруп беришни тәләп қилидиғанлиқи көрситилгән. Шундақла униңда бу уйғурларни "хитай пуқралиқидики 5 нәпәр террорчи" дәп сүпәтлигән.
Хитай һөкүмити баянатида йәнә, албанийә һөкүмитиниң бу уйғурларға сиясий панаһлиқ беришигә күчлүк қарши чиқидиғанлиқини билдүрүп," хәлқара қанунлар бойичә, бу кишиләр хитайға қайтурулиши керәк" дегән. Албанийә һөкүмити болса, нөвәттә бу уйғурларниң сиясий панаһлиқ илтимасини қобул қилғанлиқини, һазир қануний рәсмийәтләр беҗириливатқан болуп, бу җәрянға 2 айдәк вақит кетидиғанлиқини билдүрди.
Бу уйғурлар 2001- йили америкиниң афғанистанда елип барған һәрбий һәрикитидә қолға елинип, америкиниң гуәнтанамодики түрмисигә соланған иди. Кейин америка һөкүмити уларниң террорист әмәсликини көрситип, уларни " хата вақитта хата җайда туруп қалған" гунаһсиз кишиләр дәп елан қилған. Гәрчә америка бу 22 нәпәр уйғурни америкида елип қелишқа қошулмиған болсиму, лекин уларни үчинчи бир дөләткә әвәтишкә тиришқан. Нәтиҗидә уларниң арисидики 5 и җүмә күни албанийә һөкүмити тәрипидин қобул қилинған. Албанийә ички ишлар министирлиқи һазир бу уйғурларниң албанийә пайтәхти тирананиң сиртидики бир мусапирлар мәркизигә орунлаштурулғанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка, гуәнтанамодики уйғурларниң инсаний муамилигә еришиши үчүн күчигәнликини билдүрди
- Гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң бәши қоюп берилди
- Америка ташқи ишлар министирлики: гуәнтанамодики уйғурлар хитайға қайтурулмайду
- Гуәнтанамодики уйғурларниң вәзийити йәнила хәтәр астида турмақта
- Америка мәтбуатлирида гуантанамодики уйғурлар