Манас наһийилик сот мәһкимиси "қара хумданчилар" ға һөкүм елан қилди
2007.09.14
Уйғур аптоном райониниң манас наһийилик сот мәһкимиси пәйшәнбә күни мәзкур наһийидики бир қара хумданда ишчиларни қуллар әмгикигә селиш вәқәси үстидин һөкүм елан қилип, 3 хитайни муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилди. Сот мәһкимиси манас наһийисидики вәқә йүз бәргән хумданни көтүригә еливалған ню пәмилилик икки киши билән җуң пәмилилик бир кишини, ишчиларни қуллар әмгикигә селиш вәқәсидә җавабкарлиқи бар, дәп қариди.
Сотниң һөкүмнамисидә җавабкарлар ишчиларни мәҗбурий әмгәккә селиш, нормидин көп ишлитиш, һақарәтләш, тән җазаси бериш, харлаш, иш һәққини бәрмәслик, ач қоюш, експилататсийә қилиш, кишилик әркинликини боғуш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип, айрим - айрим бир йилдин 3 йилғичә қамақ җазасиға һөкүм қилинди.
Бу йилниң башлири хитай мәтбуатлири шәншидики қара хумданлиқларда кишиләрниң қуллар әмгикигә селиниватқанлиқини, бу кишиләр арисида өсмүрләр вә нерва кесәлләрниң барлиқини ашкарилиғандин кейин, бу вәқә хитайниң мәмликәт ичи вә сиртида зор ғула-ғула пәйда қилип, хитай мәркизи һөкүмити вәқәни тәкшүрүш вә җавабкарларни қәтий бир тәрәп қилишни буйриған. Һәтта шәншидики қара хумданлиқтин мәҗбурий әмгәккә селинған бир нәпәр уйғур тепилған иди.
Шәншидики қара хумдан вәқәсидин кейин, бәзи мәтбуатлар уйғур аптоном райониниң манас наһийисидә қара хумдан барлиқини вә бу йәрдә кишиләрниң қуллар әмгикигә селиниватқанлиқини паш қилди. Лекин вәқә паш қилинғандин кейинму манас наһийилик җ х даирилири радиомизға манас наһийисидә қара хумдан байқалғанлиқини инкар қилған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сәншидики қара хумданда қул қилинған адилҗан техичә өзигә тегидиған иш һәққини алмапту
- Уйғур аптоном райониниң манас наһийисидә "қара хумдан" паш қилинди
- Һалакәткә дуч кәлгән уйғурлар
- Хитайниң тәййүән шәһиридә 46 нәпәр уйғур коллектип һалда сотланди
- Қәшқәр йеңишәһәр наһийисиниң бир әмәлдари 13 йиллиқ кесилди
- Хитай сот мәһкимиси абла абдурешитниң сотини кечиктүргән
- Хитай һөкүмити бир уйғурни қанунсиз диний паалийәт елип барди дәп кәсти