Һүсийин җелил сотта өзиниң қейин-қистаққа елип иқрар қилдурулғанлиқини паш қилған


2007.02.07

Канадада чиқидиған 'глобол мейил' гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити үчинчи бир дөләттин тутуп келип түрмигә еливалған канада поқраси һүсийин җелил үстидин өткән җүмә күни (иккинчи феврал күни) үрүмчидә сот ачқан. Сотлаш әһвалини нәқ мәйданда аңлиған һүсейин җелилниң сиңлиси вә униң оғли шу күндин башлап хитай һөкүмитиниң нәзәрбәнти астида турғанлиқтин, шәнбә күни канада уйғур җәмийитиниң башлиқи мәһәммәт тохтиға телефон қилғанда, өзиниң бихәтәрликидин әнсирәп аран 'сотта яхши муназирә болди' дейәлигән болсиму, әмма канада депломатлири үрүмчигә берип улар билән көрүшкәндә 'һүсийин җелил түрмидә интайин қаттиқ қейин-қистаққа елинғанлиқитин иқрар қилғанлиқини сотта паш қилди' дегән. Улар бу сөзини дүшәнбә күни аммивий телефон арқилиқ һүсийин җелилниң аялиғиму ейтқан. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.