Гучуңдики бир көмүр канда партлаш йүз берип, 14 адәм қазаға учриди


2005.11.08

Уйғур аптоном райониниң гучуң наһийисидики бейташән көмүр кенида сәйшәнбә күни әтигән сәһәрдә партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 11 адәм өлди, 3 адәм из -дерәксиз йоқалди.

Бейташән көмүр кени наһийә базириниң 206 километир шималиға тоғра келидиған болуп, шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, вәқәдә 14 адәм яриланған. Франсийә ахбарат агентлиқи, вәқә йүз бәргәндә әтрапта 31 адәм барлиқини вә канниң қанунсиз икәнликини билдүрди.

Вәқә шу йәрниң вақти билән сәйшәнбә күни әтигән сәһәр саәт 30 :1 ләрдә йүз бәргән. Бу арида санҗи области вә гучуң наһийилик вәқәни бир тәрәп қилиш қоманданлиқ мәркизи, вәқәниң келип чиқиш сәвәбини елан қилди.

Уларниң чүшәндүрүшичә, партлаш вәқәси көмүр кандики бир өйгә дөвләп қоюлған 500 килограм партлатқуч дориниң партлап кетишидин келип чиққан. Даириләрниң әскәртишичә, вәқәдә из- дерәксиз йоқалғанлар болуши мумкин. Бу уйғур аптоном районида икки айға бармиған вақит ичидә йүз бәргән 4 - қетимлиқ көмүр кан вәқәси болуп һесаблиниду. Буниңдин илгири фукаңдики шинлоң көмүркени, байдики ятар көмүркени вә шихудики көмүр канларда газ партлаш вәқәси йүз берип, нурғун адәм өлгән.

Хитай дөләтлик көмүр кан бихәтәрлик назарәт қилиш идарисиниң ашкарилишичә, мәзкур идарә бу йил ичидә мәмликәт бойичә аз дегәндә 4000 көмүрканни бихәтәрлик сәвәблиридин тақашни пиланлимақта икән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.