Җаң шюмиң маарип сепидики үч хил күчләргә қарши күрәш һәққидә тохталди
2004.10.24
Уйғур аптоном райониниң муавин секритари җаң шюмиң, маарип саһәси бейҗиң даирилири тәрипидин үч хил күчләр дәп аталған мустәқиллиқ идийисидики уйғурлар билән хитай һөкүмити оттурисидики асаслиқ күрәш мәйдани дәп көрсәтти. " Маарип сестимиси үч хил күчләрниң сиңип кириштики асаслиқ нишани" дәп тәкитлигән җаң шюмиң мундақ дәйду : " мәмликәт ичи вә сиртидики дүшмән күчләрниң ғәрпләштүрүш, парчилаш вә җоңгони аҗизлаштуруш нийити бир минутму тохтап қалмиди, бөлгүнчиликкә қарши күрәш йәнила интайин кәскин. " Җаң шюмиң бу сөзләрни алдинқи күни аптоном район бойичә маарип идарә башлиқлирини вә партийә секритарлирини тәрбийиләш курсиниң оқуғучилириға бәргән доклатида тәкитлигән.
"Маарип сестимиси дүшмән күчләр билән күрәш қилидиған асаслиқ сәһнә " дәп көрсәткән җаңшюмиң, маарип сепидики дүшмән күчләрниң кимләр икәнликини тилға алмиған. У йәнә маарип сепини бөлгүнчиликкә, қанунсиз диний паалийәтләргә қарши мустәһкәм қорған қилип қуруп чиқиш йолида мәктәпләрдики сиясий идилогийә хизмитини чиң тутуш кирәк дәп тәкитлигән. Хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң җәнубидики оттура - башланғуч мәктәп оқуғучилирини шәнбә, йәкшәнбә вә һәптә арисидики дәрстин сртқи вақитларда сияси үгинишкә уюштурмақта. Шинҗаң университити оқутуш башқармисиниң бир муавин хитай башлиқи илгири шинҗаң унверсититида милли оқуғучиларға хитай тилида дәрс өтүшкә қарши чиққучилар милли бөлгүнчиләр сүпитидә бир тәрәп қилиниду дәп тәкитлигән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қурбан әршидин биңтуәнни қораллиқ көрәшкә тәйяр турушқа чақирди
- Хитай һөкүмити уйғур елиниң маарип саһәсидики муқимлиқидин әндишә туймақта
- Нурбәкри әмдила башланғуч мәктәпни пүттүргән оқуғучиларға сиясий тәрбийини күчәйтиш һәққидә сөз қилди
- Корла шәһири муқимлиқни күчәйтиш һәққидә орунлаштуруш елип барди
- Хитай һөкүмити уйғур елидики диний затларни коммунистик аңда тәрбийиләп чиқти
- Вен җиябав, уйғур аптунум районида зиярәттә болди
- Хитай уйғур елидә 50 күнлүк "қақшатқуч зәрбә бериш" һәрикитини башлиди
- Хитай һөкүмити 50 тин артуқ уйғурға өлүм җазаси бәрди