Хитай армийиси уйғур елидә һәрбий маневир өткүзди
2004.09.02
Хитай һөкүмити уйғур елидики мустәқилчи күчләргә зәрбә бериш үчүн, йеқинда тәңритағ бойлирида һәрбий маневир өткүзди.
Хитай азатлиқ армийә күндилик гезитиниң пәйшәнбә күни хәвәр қилишичә, бу қетимқи һәрбий маневир 8 - айниң оттурилири елип берилған. Хитай даирилири хәвәрдә "шәрқий түркистанни контрол қилиш" ниң һәрбий маневир өткүзүштики асаслиқ мәқсиди икәнликини алаһидә тәкитлигән.
Хәвәргә қариғанда, хитай армийә даирилири маневир җәрянида аталмиш дүшмән күчләрни қуршавға елип йоқитиш вә җәң мәйданидики зәрбә бериш ситратигийилирини мәшиқ қилған. Әмма хитай даирилири хәвиридә һәрбий маневирниң конкрет қайси җайда, қайси вақитта елип берилғанлиқи вә қанчилик вақит давам әткәнликини изаһлимиған. Шуниң билән биллә, нимә сәвәбтин мәзкүр хәвәрни вақтида елан қилмиғанлиқиниму ашкарилимиған.
Хитай һөкүмити бу айниң башлирида ташқурғанда, пакситан билән бирликтә террорлуққа қарши бирләшмә һәрби маневир елип барған иди. Бирақ кишилик һоқоқ тәшкилатлиридин болған "хәлқара кәчүрүм тәшкилати" хитай һөкүмитиниң "хәлқара терроризимға қарши көрәш" ни баһанә қилип, һөкүмәтниң диний, сиясий вә башқа сиясәтлиригә наразилиқ билдүргән уйғурларни бастуриватқанлиқини изчил түрдә әйиплимәктә. (Арзу)