Уйғур елидики 100 миңдәк оқуғучилар пахта теришқа орунлаштурулди


2005.09.14

Уйғур елидики алий, оттура - башланғуч мәктәпләрдин болуп җәмий 100 миңдәк оқуғучи 1 - өктәбирдин бурун пахта териш әмгикигә орунлаштурулди.

Үрүмчи кәчлик гезитиниң хәвиридин ашкарилинишичә, пахта териш әмгикини мәктәпләр орунлаштуридиған болуп, башланғуч үчүнчи йиллиқтин юқири йиллиқта оқуйдиған оқуғучилар бирдәк әтраптики пахта базилирида әмгәк қилиду.

Уйғур аптунум раюнлуқ маарип назаритиниң бәлгилимиси бойичә, башланғуч мәктәп оқуғучилири бир һәптә толуқсиз вә толуқ оттура мәктәп оқуғучилири икки һәптә әтраптики пахта базилирида пахта териш әмгикигә қатнишиду. Әмма хәвәрдә алий мәктәп оқуғучилириниң қанчә узақ пахта терийдиғанлиқи көрситилмигән.

Һазир пахта теришниң җиддий мәзгили болуп, уйғур елидики хитайниң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни вә йәрликләр җиддий адәм күчигә муһтаҗ. Әмма хитай һөкүмәт даирилириниң башланғуч мәктәп оқуғучилиридин тартип мәҗбурий әмгәккә орунлаштурушини тәнқид қилғучилар, җапалиқ пахта териш әмгикиниң оқуғучиларни тәрбийиләш әмәс, бәлки уларниң сағлам өсүп йитилишигә тәсир йитишидин әндишә қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.