Уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш ишлири давамлашмақта
2007.09.13
Чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң күчлүк наразилиқини қозғаватқан, хитайниң ешинча әмгәк күчлирини ичкири өлкиләргә орунлаштуруш истиратегийиси уйғур елидә изчил давамлашмақта.
Хитай ахбарат вастилириниң йеқинда елан қилған хәвиридин ашкарилинишичә, хотән вилайитидики шәһәр - наһийиләр, 9 йиллиқ маарипни тамамлиған уйғур яшлирини таллап, уларни бир муддәт тәрбийилигәндин кейин, хитайниң бейҗиң шәһири вә җеҗяң өлкисигә берип ишләшкә тәшкиллигән.
Йеқинда йәнә , керийә наһийисидин 103 киши җеҗяң өлкисидики бир хитай завутиға, гума наһийисидин 50 киши шәндуң өлкисидики "йехе" кийим - кечәк тикиш завутиға, хотән наһийисидики 45 киши йәнә җеҗяң өлкиси " җиңдуңфаң" завутиға ишқа орунлаштурулған.
Ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш, хәлқниң һимайисигә еришишкә тегишлик бир иш һесаблансиму, лекин хитай өлкилиридики завутларға орунлаштурулған қизлар дучар болуватқан һәр хил вәқәләр, кишиләрниң мәзкүр истратегийигә болған гуманини қозғимақта. Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири, уйғур яш қизлирини асас қилған әмгәк күчлириниң хитай өлкилиригә орунлаштурулуши, уйғурларни асмилиятсийә қилиш қәдимини тезлитишни мәқсәт қилған дәп көрсәтмәктә.
Йеқинда мәтбуатларда елан қилинған , хитай өлкисидики завуттин қечип кәлгән 5 нәпәр уйғур қизниң кәчүрмишлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң пәрәзлириниң тоғра икәнликини испатлап бәргән иди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һакимйитиниң аталмиш " ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йүзләндүрүш" сияситиниң сири
- Үрүмчидә хизмәтчи қобул қилиш һәққидә чапланған бир хитайчә елан интернеткә чиқти
- Хитай һөкүмити уйғур елигә пахта теришкә барған көчмән хитайларни мукапатлимақчи
- Хитай һөкүмитиниң уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сиясити тосалғуға дуч кәлмәктә
- Дуня уйғур қурултийи кучада қизлирини қоғдиған ата - аниларниң бесиқтурулғанлиқини әйиблиди
- Сәншидики қара хумданда қул қилинған адилҗан техичә өзигә тегидиған иш һәққини алмапту
- Уйғур аптоном райониниң манас наһийисидә "қара хумдан" паш қилинди
- Қумул шәһиридә ешинчи әмгәк күчлирини йөткәш пилани % 87 орундилип болған
- Хитайниң уйғур деһқанларни хитай өлкилиригә йөткәш сиясити изчил давамлашмақта