Хитайниң уйғур елидики "қош тил маарипи" қәдимини вә "қош тил оқутқучилар қошунини илгири сүрүш" истратегийиси


2007.11.26

Хитай маарип тармақлири уйғур елиниң "қош тил маарип" қәдимини тизлитиш җәрянида "қош тил" оқутқучилири кәмчил болуш мәсилисини һәл қилиш үчүн "асасий қатламға ярдәм беридиған оқутқучилар қошуни" әвәтиш пилани йүргүзүватқан болуп, тәһлилчиләрниң қаришичә, бу хитайниң уйғур или миллий маарипчилар сепидә хитайларға хизмәт пурсити яритиш вә уйғур миллий маарипини үзүл ‏- кесил вәйран қилиш сүйиқәстиниң бир қисми икән.

Тәңритағ тор бетидә берилгән хәвәрдә уйғур аптоном райони маарип назаритиниң баш секретари җав деҗуңниң ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, һазирғичә "асасий қатламға ярдәм бериш" үчүн әвәткән оқутқучилар сани 2000 нәпәрдин ашқан һәмдә асасий қатламда оқутушни практика қилиш үчүн әвәткән оқуғучилар 1800 нәпәрдин ашқан.

Җав деҗуң мундақ дегән: "шундақ ейтишқа болидуки, бу бир қатар чариләр асасий қатламда қош тил оқутқучилири кәмчил болуш қийинчилиқимизни һәл қилған болуп бу бизниң қош тил оқутуш хизмитиниң тәләплиригә уйғун келиду" дегән.

Хәвәрдә ашкарилинишичә йәнә, "ақто наһийисидики йәрлик оқутқучилар қошуни кәмчил болуш, аз санлиқ миләт оқутқучилириниң хитайчә сәвийиси төвән болуштәк әһвал астида" оқутқучи чақириш ишлирини кеңәйткән болуп, җәмийәттин хитайчә сәвийиси юқири 445 нәпәр хадим қобул қилғанлиқ көрситилгән.

Хәвәрдә асасий қатламға ярдәм бериш үчүн әвәтилгән оқутқучилар вә практикант оқуғучиларниң хитай яки аз санлиқ милләт икәнлики ениқ көрситәлмигән.

Һазир германийидә яшаватқан уйғур зиялий вә шәрқи түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси күрәш атаханниң билдүрүшичә, хитай "аталмиш қош тил маарипи" истратегийисиниң сайиси астида, уйғур елиниң җәнуб шималлириға евәтиватқан бир түркүм адәмләр қандақтур икки хил тил билидиған оқутқучилар қошуни болмастин, бәлки хитайниң мәлум сиясий мәқсәтлирини өзигә муҗәссәм қилған йәк тиллиқ бир бөләк адәмләр икән.

Униң көрситишичә, йәнә бу бир түркүм кишиләр, хитай һөкүмитиниң уйғур миллий маарипи вә уйғур миллий кимликини вәйран қилиш пиланини әмәлгә ашурушта пайдилинидиған кишиләр болуп, шуңа хитай бу кишиләрниң миллий тәвәликини ашкарилимиған икән.

Хитай һөкүмити 2003- йилидин буян уйғур елидә "10миң нәпәр қош тил оқутқучисини тәрбийиләш" үчүн 130 милйон йүән хитай пули мәбләғ салғаниди. (Җүмә‏)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.