Рабийә қадир явропадики 7 дөләтни зиярәт қилиш сәпирини башлиди
2005.10.04
Уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, сәйшәнбә күни явропадики голландийә, данийә, шветсийә, норвигийә, шветсарийә, белгилийә вә люксимбург қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилиш сәпирини башлиди.
Голландийә, рабийә қадирниң зиярәт сәпириниң тунҗи бекити болуп, рабийә қадир явропадики үч һәптилик зиярити җәрянида бу дөләтләрдики һөкүмәт әмәлдарлири, парламент әзалири, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири, б д т әмәлдарлири вә явропа парламентидики затлар билән учришиду.
Рабийә қадир, норвигийидә рафто фонди җәмийити уюштурған паалийәтләргә иштирак қилидикән. Норвигийә униң явропа сәпиридики әң муһим бекәтләрниң бири.
Рабийә қадир рафто фонди җәмийити тәрипидин нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлиқиға көрситилгән. Нобил җәмийити тинчлиқ мукапатиниң лауриятини 7 - өктәбирдә елан қилиду.
Бу зиярәтни хәлқара кәчүрүм тәшкилати уюштурған болуп, хитай һөкүмити рабийә қадирға виза беришни рәт қилиш вә униң явропадики паалийәтлирини бикар қилиш тоғрисида юқириқи дөләтләр вә тәшкилатларға күчлүк бесим ишләткән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң әйиблишигә қайта рәддийә бәрди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадир һәққидә ахбарат елан қилди
- Рабийә қадир, америка дөләтлик ахбарат мәркизидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди
- Хитай баҗ идариси "әқидә ширкити" ни тәкшүрди
- Бейҗиң даирилири шәрқий түркистан күчлирини йәнә әйиплиди