
Америка бейҗиң һөкүмитини хитай түрмисидики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирни қоюп беришкә йәнә бир қетим үндиди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң шәрқий асия ишлири бойичә муавин ярдәмчи ташқи ишлар министири ранди ширайвер, америка һөкүмитиниң бу йил 58 яшқа киргән хитай түрмисидики рабийә қадирниң йеқинқи әһвалиға диққәт қиливатқанлиқини билдүрди.
Ширайвер бу сөзни норвигийә рафто фонди җәмийитиниң чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән мукапат тапшуруш мурасимида қилди. У мундақ диди: " америка рабийә қадир мәсилиси шундақла башқа кишилик һоқуқ мәсилилирини хитай һөкүмитигә давамлиқ әскәртип туриду. Чүнки кишилик һоқуқ хитай - америка мунасивитидики муһим мәсилиләрниң бири." Бирақ мурасимда америка авам палата әзаси франк волф сөз қилип, буш һөкүмитиниң рабийә қадир мәсилисигә көңүл бөлүши йитәрлик болмиғанлиқини илгири сүрди.
У, рабийә қадир мәсилисигә көңүл бөлүшни күчәйтип, униң мәсилисигә диққәт қилиш һәққидә буш һөкүмитигә бесим ишлитишни тәкитлиди. Франк волф, америкиниң йеңи ташқий ишлар министири кондилиза райис шундақла президент бушқа хәт йезип, бу мәсилини һәл қилишқа үндәш шундақла улар арқилиқ рабийә қадирни қоюп беришкә мәҗбурлашни оттуриға қойди.
Мурасимда хәлқара кәчүрүм тәшкилати вашингтон ишханисиниң башлиқи т. Кумар, президент бушниң рабийә қадир мәсилисигә көңүл бөлүш мәҗбурийити бар. Чүнки, рабийә қадир 1999 - йили 8 - айда үрүмчини зиярәт қилишқа барған америка дөләт мәҗлисиниң вәкилләр өмики билән көрүшкили кетиватқанда қолға елинған, дәп көрсәтти.
Рабийә қадир чәтәлликләрни дөләт мәхпийәтлики билән тәминләш җинайити билән әйиплинип, кейинки йили 3 - айда үрүмчи оттура хәлқ сор мәһкимиси тәрипидин 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Униң бир йил қисқартилғандин кейинки җаза муддити йәнә бир йерим йилдин кейин тошиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рафто фонди җәмийити вәкиллири әркин асия радиосини зиярәт қилди
- Хитай һөкүмити америкиниң димократийини илгири сүрүш һәққидики чақириқини рәт қилди
- Рафто фонди җәмийити рәһбәрлири әркин асия радиосини зиярәт қилди
- Канада вә хитай йиллиқ кишилик сөһбитиниң даирисини кеңәйтишкә келишти
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитайниң кишилик һоқуқ паалийәтчилирини давамлиқ қолға еливатқанлиқини билдүрди
- Буш ху җинтав билән кишилик һоқоқ мәсилиси һәққидә сөһбәтләшти