Рабийә қадир әркин асия радиосини зиярәт қилди
2005.03.28
Дүшәнбә күни, америкидики әркин асия радиосиниң тәклипигә бинаән, мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә тонулған аял карханичи рабийә қадир ханим әркин асия радиосини зиярәт қилди.
Әркин асия радиосиниң муавин президенти дән содерланд әпәнди, рабийә ханимниң сақ - саламәт америкиға йетип кәлгәнликини тәбриклиди. Радиониң һәр қайси бөлүм директорлири вә мухбирлиридин болуп, 50 тин артуқ киши рабийә ханим билән көрүшти. Радио мухбирлири униң хитай түрмисидики һаяти вә буниңдин кейинки пиланлири һәққидә көплигән суалларни сориди.
Рабийә қадир, мухбирларниң суаллириға җаваб берип, буниңдин кейин америка һөкүмитиниң қанунлириға уйғун һалда, америка һөкүмити вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән бирликтә өз миллити шуниңдәк пүткүл дунядики езилгән вә хорланған хәлқләрниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн адаққичә күрәш қилидиғанлиқини билдүрди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир қолға елиниш сәвәплири һәққидә тохталди
- Рабийә қадирниң қоюп берилгәнлики зулумға қарши бир ғәлибә һесаплиниду
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадирни күтүвелиш мурасими өткүзди
- Рабийә қадир америка һөкүмитини демократийини хитайниң ғәрбий районида қанат яйдурушқа чақирди
- Рабийә қадир ханим, дуня җамаәтчиликини хитайдики кишилик һоқуқни илгири сүрүшкә чақирди