Уйғур елидә, тунҗи електронлуқ төмүр йоли қурулуши қурулуш башлиди
2004.11.23
22 - Ноябир күни чүштин бурун, ғулҗа, җиң, или вә қорғас төмүр йол қурулуши, сәпәрвәрлик йиғини ғулҗа шәһиридә өткүзүлгән.
Шинҗаң хәвәрләр тор бетиниң бу һәқтә бәргән хәвиридин мәлум болушичә, нәччә миңлиған һәр милләт хәлқи шуниңдәк мәзкур қурулушқа мәсул хадимлар, техниклар вә ишчилар бу қетимқи төмүр йол қурулуш йиғиниға қатнашқан.
Хитай дөләтлик төмүр йол министирлики вә уйғур аптонум район рәһбәрлириму бу қетимқи йиғинға қатнашқан.
Хитай хәвәр агентлиқи җиң, или вә қорғас төмүр йол қурулуши һәққидә тәпсили мәлумат бәрмигән болуп, гәрчә нөвәттә уйғур елидә қатнаш саһәси тәрәққи қилдуруливатқан болсиму, чәтәлләрдики уйғур сиясәтчиләрниң билдүрүшичә, бу тәрәққиятлар уйғур хәлқигә һечқандақ мәнпәәт йәткүзмәйдикән. (Әқидә)
©
2004 Radio Free Asia