Уйғур аптоном районида йүз бәргән бир қатнаш вәқәсидә аз дегәндә 20 адәм өлди


2006.11.27

Уйғур аптоном райониниң чиңхәй билән чегрилинидиған алтун тағ районида 23 - ноябир күни йүз бәргән бир қатнаш вәқәсидә аз дегәндә 20 адәм өлди, 3 адәм яриланди. Хитай мәтбуатлири өлгән кишиләрниң чиңхәйлик деһқанлар икәнликини илгири сүрмәктә.

Җәсәтләрниң алтун тағ чегрисидики чиңхәйгә тәвә бир йезиниң мәсчитигә қоюп қоюлғанлиқиға қариғанда өлгән кишиләр чиңхәйлик туңганлар болуши мумкин.

Чақилиқ наһийилик җ х идарисиниң чимәнтағ шөбисидики даириләр, вәқә 24 - ноябир күни таң сәһәрдә чақилиқ наһийисиниң йетимбулақ йезисиға 300 километир келидиған чимәнтағдики бир җилғида машина өрүлүп кетип йүз бәргәнликини билдүрди. Қазаға учриғанлар гермулуқ пуқралар болуп, вәқә йүз бәргәндә чимәнтағдин гермуға қайтиватқан икән.

Чимәнтағ райони хитайниң дөләт дәриҗилик тәбий қоғдаш райони, дәп бекитилгәндин кейин бу райондики уйғур чарвичилар чақилиқ наһийисиниң башқа җайлириға йөткиветилгән. Лекин бу район чиңхәйлик алтун қазғучилар вә явайи һайван овлиғучиларниң макани болуп қалған иди.

Хитай мәтбуатлири қазаға учриғучиларниң чимәнтағ районида нимә иш қилип қайтқанлиқини язмиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.