Махмуд қәшқири, йүсүп хас һаҗипларниң рәсими кучар наһийилик маарип идарисидики люниң нәригә путлашти?
2007.12.14
Уйғур елидики учур мәнбәлириниң хәвәр қилишичә, кучар наһийилик маарип идарисиниң башлиқи, маарип идариси партийә гурупписиниң секритари лю җоң, кучар наһийисиниң оча базар башланғуч мәктипини көздин кәчүргәндә мәктәп оқутуш бинасиниң темиға есилған 11 - әсирдики уйғур мутәпәккурлири махмуд қәшқири билән йүсүп хас һаҗипниң рәсимини тамдин юлуп елип ташливәткән.
Хәвәр мәнбәәлиридә, бу вәқә 6 - айниң ахирлирида садир болғанлиқини, бу вәқә мәктәптики оқутқучи вә оқуғучиларға еғир һақарәт туюлған болсиму, лекин һечкимниң лю җоңға петинип бир немә дейәлмигәнликини илгири сүрмәктә. Хәвәрдә әскәртилишичә, лю җоң "рәсимдики бу кишиләрниң сақили вә сәллиси бар икән. Мәктәпкә сәллилик вә сақаллиқларниң рәсимини есишқа болмайду," дәп тәкитлигән.
Вәқә йүз бәргәндә наһийилик маарип мупәттиш идарисиниң башлиқи мәмәт нияз шу мәйданда бар болуп, у лю җоң ташливәткән махмуд қәшқири билән йүсүп хас һаҗипниң рәсимини елип техиму йираққа атқан. Вәқә йүз бәргәндин кейин мәктәптики оқутқучилар лю җоң вә мәмәт ниязларниң һәрикитини сүрүштүрүшни тәләп қилип, наһийидики мунасивәтлик органлар билән алақилашқан болсиму, лекин даириләр һазирға қәдәр бу вәқәни сүрүштүрмигән вә һечкимниңму кари болмиған.
Махмуд қәшқәри вә йүсүп хас һаҗиплар 11 - әсирдә яшиған уйғур тарихидики мәшһур тилшунас вә мутәпәккурлар болуп, улар йәнә кишиләрниң нәзиридә уйғур илим - пән роһиниң символи, дәп қаралған затлар иди. (Әркин)