Уйғур намрат кәнтлиридә ялған пул тарқалди


2007.01.28

28 - январ йәкшәнбә күни уйғур елиниң қанун хәвәрлиридин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур елиниң памир игизликдики бәзи намрат кәнтләр, хотән һәмдә қәшқәрниң намрат йеза- кәнтлиридә ялған хәлқ пули тарқалған болуп, деһқанлар наһайити еғир зиянға учримақта икән.

Хитайниң ялған пули 2005- һәмдә 2006 - йиллириму уйғур елиниң мәмликәт дәриҗилик бәзи намрат йеза кәнтлиригә кәң тарқилип, 250 деһқанлар қолидин миң йүәндин артуқ ялған пул йиғивелинған. Шу йиллири қәшқәр вилайитидики бәзи кәнтләрдинла җәмий 1 милйон 700 миң йүән ялған пул байқалған.

Хәвәрдә көрситилишичә ялған пул ясиғучи қара нийәтлик җинайәтчиләр пайда тепиш үчүн уйғур елиниң намрат йезилиридики саватсиз надан деһқанларни алдашни көзлигән болуп, улар деһқанларниң пулниң рас ялғанлиқини пәрқ етишта аҗизлиқи, қануний торниң бошлиқидин пайдилинип, ялған пул билән деһқанларни алдап уларниң мевә, ашлиқ вә малларни сетивалған.

Деһқанлар болса мәһсулатини сетип алған ялған пулни банкиға қойғили барғанда, ялған пуллар банка хадимлири тәрипидин пүтүнләй мусадирә қилинған.

Нөвәттә хитайниң сахта пулларға зәрбә бериш қануни бойичә, ялған пуллар байқалған җайда йиғивелинидиған болғачқа, алданған намрат деһқанлар наһайити көп зиян тартмақта икән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.