Хәлқара мәтбуатлар уйғурларниң һарақ ичишкә, чошқа гөши йейишкә мәҗбурланғанлиқини тәкитләшмәктә

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.03.27
qeshqer-cheqish-kiran.jpg “әлалаштуруш” баһаниси билән чиқиливатқан қәшқәр шәһири вә мәсчитләр.
Social Media

Хәлқара мәтбуатлар рамазанлиқ программлирида уйғурларниң һарақ ичишкә, чошқа гөши йейишкә мәҗбурланғанлиқини тәкитләшмәктә.

Рамазан киргәндин буян, бир қисим мәтбуатлар ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң қурбаниға айланған уйғурларниң рамазандики вәзийитигә қизиққан. Һиндистанда хәвәрләр тарқитидиған “опиндиа” намлиқ тор бәтидә елан қилинған “хитай уйғур мусулманлириниң рамазан мәзгилидә роза тутушини чәкләйду, назарәт системисини йолға қойиду” намлиқ хәвәрдә, һиндонизийәниң “липутан 6” намлиқ телевизийә қанили елан қилған “хитайдики мусулманларниң роза тутушиға рухсәт қилинмайду” намлиқ хәвәрдә вә башқа ахбарат вастилириниң рамазанлиқ программилирида уйғурларниң диний етиқадиниң дәпсәндичиликләргә учраш әһваллири баян қилинған.

Хәвәрләрдә оттуриға қоюлишичә, милйондин артуқ аһалиси җаза лагерлириға қамалған уйғурларниң бу йилқи рамазан мәзгилидиму роза тутуши чәкләнгән. Мәктәпләр “пәрзәнтләр ата-анисини назарәт қилиш” паалийитини йолға қоюп, оқуғучиларға ата-анисиниң роза тутқан-тутмиғанлиқини испатлайдиған җәдвәлләрни толдурушқа буйриған. Мәһәллә аманлиқ күчлири өйләрни назарәт қилип, зоһурлуқ мәзгилидә чирақ йеқилған өйләрни тизимға елиш вәзиписини өтәшкә башлиған.

“хитай уйғур мусулманлириниң рамизан мәзгилидә роза тутушини чәкләйду, назарәт системисини йолға қойиду” намлиқ хәвәрдә мундақ баян қилиду: “хитай йәнә ‛милләтләр иттипақлиқи‚ сиясити арқилиқ мусулманлар җамаитини нишанға алиду, һөкүмәт даирилири бу паалийәттә уйғур мусулманлири аһалисини һарақ ичиш вә чошқа гөши йейишкә мәҗбурлап, мусулман болмиғанларниң әнәнисигә әгишишкә қистайду.”

Хәвәрдә д у қ баянатчиси дилшат решитниң хитай даирилириниң рамазан мәзгилидә шәрқий түркистандики 1811 кәнттә 24 саәтлик назарәт системисини бәрпа қилғанлиқини тәкитлигәнлики баян қилинған болуп, бу мунасивәт билән бүгүн, йәни 27-март зияритимизни қобул қилған дилшат решит бир қисим хәлқара мәтбуатларниң уйғурларниң рамазандики вәзийитигә қизиққанлиқини вә бу һәқтә мәлуматлар сорап, көпләп хәвәрләр тарқатқанлиқини тилға алди.

“хитайдики мусулманларниң роза тутушиға рухсәт қилинмайду” намлиқ хәвәрдә уйғур диний затлиридин турғунҗан алавудун әпәндиниң “хитай һакимийити мәдәнийәтләргә һөрмәт қилмайду вә инсанларниң диний әркинликигә йол қоймайду. Хитайлар уйғурларниң етиқадиға вә гүзәл әнәнилиригә дүшмәнлик қилмақта, уйғурларниң миллий вә диний байрамлирини чәклимәктә, ирқий қирғинчилиқ арқилиқ бу милләтни йоқитишқа урунмақта” дегән ибарилиригә орун бәргәниди.

Турғунҗан алавудун әпәнди бүгүн бу һәқтә тохталғанда, хитай даирилириниң рамазан мәзгилидә уйғурларниң роза тутушини чәкләпла қалмай, пива байрими өткүзүп уйғурларни пива ичишкә зорлаш, чошқа гөши йейишкә мәҗбурлаш вә кишиләрни топлап, исламда һарам һесабланған тамақларни истимал қилишқа қисташтәк зораванлиқларни йолға қоюп келиватқанлиқини әскәртти. У сөзидә йәнә хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ вә еғир диний дәпсәндичилик йүргүзүш билән биргә, һәрхил ялған сәһниләрни һазирлап, хәлқара җәмийәткә уйғурларни баяшат, хатирҗәм, әркин яшаватқандәк көрситишкә уруниватқанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.